түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 137 киши қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қазақилғанларниң сани 137 кишиигә йәтти.
1570795
түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә йуқум башланғандин буйан һайатидин айрилғанларниң сани 25 миң 210 гә йәтти.
йеқинқи 24 саәт ичидә 151 миң 109 киши тәкшүрүлди вә булардин 671 кишидә вирус байқалди.
сақийип дохтурханидин чиққан 6 миң 682 кишини қошқанда, әслигә кәлгәнләрниң омумий сани 2 милйон 134 миң 403 гә йәтти.