түркийә парахоти нигерийәдә деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриди

нигерийә деңизтәвәликидә деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған түркийә парахотида әзәрбәйҗанлиқ бир нәпәр парахот хадими өлтүрүлди.

1569785
түркийә парахоти нигерийәдә деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриди
Cumhurbaşanı Erdoğan Telekonferans.jpg
SÜPER FOTO çavuşoğlu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: истанбулдики бир ширкәткә тәвә мозарт исимлик түркийә парахотиниң гвинийә қолтуқида сао томедин 100 деңиз мили йирақлиқта һуҗумға учриғанлиқи елан қилинди.

ширкәтниң байанатида, нигерийәниң лагос шәһиридин җәнуби африқаниң кәп товн шәһиригә қарап йолға чиққан парахоттики 19 хадимдин бирисиниң өлтүрүлгәнлики, 15 хадимниң тутуп кетилгәнлики, 3 хадимниң болса, деңиз қарақчилири билән биргә парахотта икәнлики билдүрүлди.

түркийә тутқун қилинған хадимларни қутқузуш үчүн һәрикәткә өтти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған парахотниң 4-капитани фурқан йарән билән телефонда көрүшүп, вәқәниң тәпсилати вә парахоттики әһваллардин мәлумат алди. парахотниң һуҗумдин аман қалған 3 хадими билән биргә габонға қарап маңғанлиқи тоғрисидики учурни тапшурувалған әрдоған,  вәқәниң җәрйанини йеқиндин көзитиватқанлиқини, тутуп кетилгән парахот хадимлирини қутқузуш тоғрисида мунасивәтлик мәсулларға йолйоруқ бәргәнликини билдүрди.

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуму капитан фурқан йарәндин башқа йәнә парахот игидарчилиқидики ширкәтниң башлиқи осман ләвәнт карсан билән телефонда көрүшти. тәзийә вә һал сораш тиләклирини йәткүзүп, тутуп кетилгәнләрни қутқузуш вә балдуррақ өйлиригә бихәтәр қайтишини ишқа ашуруш үчүн зөрүр болған тәдбирләрни қоллинидиғанлиқлирини тәкитлиди.

мәвлут чавушоғлу йәнә әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамовғиму телефон қилип, өлтүрүлгән парахот хадими үчүн тәзийә тиләклирини йәткүзди вә парахот йетип кәлгәндә, җиназисини әзәрбәйҗанға йөткәш хизмәтлирини дәрһал башлайдиғанлиқлирини билдүрди.

түркийә, әбуҗә, нигерийә қатарлиқ әтраптики дөләтләрдә турушлуқ әлчиханиларни тутуп кетилгән хадимларни қутқузуш үчүн сәпәрвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر