чавушоғлу йавропа иттипақиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийәниң йавропа иттипақиға қошулуш мусаписини җанландуруш керәкликини оттуриға қойди.

1568809
чавушоғлу йавропа иттипақиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң пайтәхти бирйусселдики учришишлирини давамлаштуруватқан министир мәвлүт чавушоғлу, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири алий вәкили җосеп боррел билән көрүшкәндин кейин йавропа иттипақи комитетиға берип, йавропа иттипақи комитети рәиси урсула вон дер лейен, шундақла комитетниң муавин рәиси маргаритис шинас, ички ишларға мәсул әзаси илва йоһансон вә қошнидарчилиқ сийасити, қошумчә кеңийиш ишлириға мәсул әзаси оливер вархели билән көрүшти.

министир чавушоғлу учришиштин кейин, иҗтимаий таратқудики адресида бу һәқтә учур һәмбәһрилиди.

«бизниң қатнишиш мусапимиз җанландурулуши керәк» дегән чавушоғлу, сөзини давамлаштуруп: «таможна иттипақиға өзгәртиш киргүзүлүши вә визиниң әмәлдин қалдурулуши ишқа ашурулуши керәк. қанунсиз көчмәнләр вә террорлуққа қарши туруш җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтишимиз керәк. йавропада қәд көтүрүватқан ирқчилиқ, кәмситиш вә исламға қарши туруш хаһишлириға қарши бирдәк күрәш қилишимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

чавушоғлу боррел билән өткүзгән учришиши тоғрисидики учурида: «биз йавропа иттипақи билән йеңи бир сәһипә ечишни халаймиз. 2016- йили 18- мартта имзаланған келишимни баштин ахир йеңилашқа тоғра келиду. иҗабий күнтәртипни сақлап қелиш үчүн ортақ тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. йавропа кеңиши вә комитет рәислири зийарәтлириниң тәййарлиқлири тоғрисида сөзләштуқ» деди.

йавропа иттипақи комитети рәиси вон дер лейен йиғин тоғрисидики учурида: «дийалог интайин муһим, әмма шуниң билән бир вақитта биз әмәлий мәйданда ишәнчлик һәрикәтләрниң елип берилишини үмид қилимиз» дегән болса, муавини маргаритис шинас: «иҗабий қәдәмләрни ташлашниң пәйти кәлди» деди.

боррелниң ишханиси тәрипидин елан қилинған байанаттиму: «йавропа иттипақиниң түркийә билән болған қиммәт қараш вә пиринсипларға бағлиқ һәмкарлиқ вә өзара пайда йәткүзүшни өз ичигә алидиған мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушида истратегийәлик мәнпәәтлири бар. җосеп боррел билән мәвлүт чавушоғлуниң учришиши бу йөнилишкә қарап тәрәққий қилиш үчүн сәмимий, ениқ вә чоңқур пикир алмаштуруш пурсити йаратти» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر