әмләнгән ваксина сани 1 милйонға йәтти
вухән вируси (Kovid-19) ға қарши туруш рамкисида башланған ваксина әмләш хизмәтлиридә, әмләнгән ваксина сани 1 милйонға йәтти.
1567418
түркийә авази радийоси хәвири: вухән вирусиға қарши туруш рамкисида башланған ваксина әмләш хизмәтлиридә, әмләнгән ваксина сани 1 милйонға йәтти. ваксина әмләш пирограммисида сәһийә хадимлиридин кейин, нөвити кәлгән 90 йаш вә униңдин йуқири йаштилкиләрни , шундақла санаторийәдә туридиғанларни әмләш ишлири давам қилмақта.
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп әнқәрә шәһир (шәһәр) дохтурханисида биринчи ваксинасини әмләтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.