әрдоған: түркийә район вә дунйада тәңпуңлуқларни бәлгилигчи салаһийитигә игә болди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң бүгүнки күндә район вә дунйада тәңпуңлуқларни бәлгиләйдиған орунға кәлгәнликини ейтти.

1566717
әрдоған: түркийә район вә дунйада тәңпуңлуқларни бәлгилигчи салаһийитигә игә болди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис шундақла адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң 7 – нөвәтлик дузҗә, чорум, амасйа, бартин вә қарабук вилайәтлик қурултайлириға истанбулдики ваһдәттин сарийидин биваситә улиниш арқилиқ қатнашти.

әрдоған сөзидә, давамлиқ алға илгириләйдиғанлиқини, техиму көп хизмәт қилидиғанлиқи вә техиму чоң лайиһәләрни ишқа ашуридиғанлиқини билдүрди.

әрдоған түркийәниң дипломатийәдин бихәтәрлик саһәсигә қәдәр зор илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини тәкитләп, «бүгүнки күндә түркийә район вә дунйада тәңпуңлуқини бәлгиләйдиған орунға кәлди» деди.

әрдоған нишанни әмәлгә ашуруш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини билдүрүп, «иқтисад вә қанун саһәсидә ташлиған ислаһат қәдәмлиримизгә мунасивәтлик  тәййарлиқлиримиз хәлққә сунуш басқучиға йетип кәлди. түптин елип барған йәнә нурғун ислаһат хизмәтлиримизни пәйти кәлгәндә миллитимиз билән ортақлишимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر