әрдоған: йәрлик мәнбәләргә тайинидиған енергийә саһәси шәкилләндүримиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған имканийәтниң баричә йәрлик мәнбәләргә тайинидиған бир енергийә саһәси шәкилләндүрүшни нишан қиливатқанлиқлирини ейтти.

1564907
әрдоған: йәрлик мәнбәләргә тайинидиған енергийә саһәси шәкилләндүримиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулдики «ваһдәттин сарийи» дин нәқ мәйдан улиниши арқилиқ маниса енергийә вә тәбиий байлиқлар лайиһәлирини омумйүзлүк ишқа кириштүрүш мурасимиға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, 2002 – йили һакимийәтни өткүзүвалғандин буйан, түркийә җумһурийити тарихидики әң мувәппәқийәтлик 18 йилини йашатқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «биз һакимийәт бешиға чиқиштин бурун пәқәт 5 чоң шәһиримиздила тәбиий газ бар иди, әмдиликтә болса 81 шәһиримизниң һәммисини тәбиий газ билән тәминләш нишаниға йәттуқ.»

түркийә миқйасида тәбиий газ билән тәминләш лайиһәсигә селинған мәбләғниң 27 милйард лираға йетидиғанлиқини қәйт қилған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «2021 – йилиму тәбиий газ саһәсигә мәбләғ селишни изчил давамлаштуримиз.»

һазирғичә көплигән мусибәләрни баштин кәчүргәнликлирини ейтқан җумһур рәис әрдоған, нурғун тосалғуларни пачақлап ташлиғанлиқлирини, түрлүк – түрлүк һуҗумларға дуч кәлгәнликлирини әскәртип мундақ деди: «түркийәниң завал тепишини, киризис вә қалаймиқанчилиқ патқиқиға иттирилишини хийал қилидиғанларға қилчә писәнт қилмастин, дөлитимизни истиқбали парлиқ бир келәчәккә тәййарлаватимиз.»

түркийәниң 2002 – йили аран 18 мегават болған геотермал күчиниң бүгүнки күндә 1613 мегаватқа йәткәнликини тәкитлигән әрдоған, мундақ деди: «бу рәқәм билән геотермал саһәсидә түркийәниң дәриҗиси йавропа бойичә биринчи, дунйа бойичә төтинчи орунға йүксәлди. <мустәқил енергийәгә игә қудрәтлик бир түркийә> шоари астида имканийәтниң баричә йәрлик мәнбәләргә тайинидиған бир енергийә саһәси шәкилләндүрүшни нишан қиливатимиз. түркийәниң қудрәт тепиши үчүн зади кәм болса болмайдиған електрон қурулмилиқ күчимизни 18 йилда 3 һәссә зорайтип, 96 миң мегаватқа йәткүздуқ. пәқәт ишләпчиқириш саһәсидила әмәс, сиҗил енергийә технологийәлиридиму мәркизиий күч болушни нишан қиливатимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر