түркийә - әзәрбәйҗан - пакистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини исламабадта чақирилди

пакистанниң пайтәхти исламабадта чақирилған түркийә - әзәрбәйҗан - пакистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.

1563420
түркийә - әзәрбәйҗан - пакистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини исламабадта чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийә, пакистан вә әзәрбәйҗанниң нурғун саһәләрдә мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш тоғрисида бирдәклик һасил қилғанлиқини билдүрүп: «хәвпсизлик, муқимлиқ вә байашатлиқни йуқири көтүрүш үчүн муһим қәдәмләрни ташлашқа қарар қилдуқ» деди.

министир мәвлүт чавушоғлу пакистанниң пайтәхти исламабадта чақирилған түркийә - әзәрбәйҗан - пакистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

йиғинда нурғун саһәләрдә һәмкарлишишни қарар қилғанлиқлирини тәкитлигән чавушоғлу: «хәвпсизлик, муқимлиқ вә байашатлиқни йуқири көтүрүш үчүн муһим қәдәмләрни ташлашқа қарар қилдуқ. йуқири дәриҗиликләр йиғинимизниң биринчи қетимлиқини 2017 – йили бакуда чақирғанидуқ, әмди нөвәт түркийәгә кәлди. бүгүн биз бу хил йиғинларни көпрәк өткүзүшни қарар қилдуқ. башқичә дегәндә, үч - төт йил сақлашниң һаҗити йоқ» деди.

мәвлүт чавушоғлу, пакистан ташқи ишлар министири шаһ мәһмуд қурәши вә әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов билән өткүзгән үч тәрәп йиғинида дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушниң муһимлиқиниңму оттуриға қойулғанлиқини байан қилип: «болупму қатнаш вә енергийә саһәсидики ул әслиһәни тәрәққий қилдурушниң муһимлиқи тоғрисида сөһбәтләштуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

пакистан ташқи ишлар министири шаһ мәһмуд қурәшиму дөлитиниң түркийә вә әзәрбәйҗан билән қойуқ вә достанә мунасивити барлиқини, у үч тәрәп мунасивәтлиридә интайин күчлүк ишәнч бәрпа қилинғанлиқини тилға елип өтти.

йиғинда сода, селинма вә хәвпсизлик саһәлири шундақла истратегийәлик вә сийасий һәмкарлиқ мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқини байан қилған қурәши, үч дөләтниң нурғун охшимиған мәсилиләрдә йеқин ой вә ортақ мәнпәәтләргә игә икәнликини оттуриға қойди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов болса: «пакистан вә түркийә ширкәтлирини биз (әрменийә ишғалийитидин) азад қилған земинлар (тағлиқ қарабағ)ниң қайта қурулушиға қетилишқа тәклип қилимән» деди.

мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин, түркийә, әзәрбәйҗан вә пакистан оттурисида сийасий, иқтисадий, тинчлиқ вә хәвпсизлик саһәлири қатарлиқ нурғун саһәләрдики һәмкарлиқни чоңқурлаштурушқа капаләтлик қилидиған «исламабад хитабнамиси» имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر