әрдоған: миллий аләм қатниши пиланимизни йеқинда елан қилимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  түркийәниң 2021-2030-йиллиқ миллий аләм қатниши пиланини пат йеқинда елан қилидиғанлиқлирини ейтти.

1560063
әрдоған: миллий аләм қатниши пиланимизни йеқинда елан қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири:  әрдоған,  сүний һәмраһ технологийә һәптилики мәхсус йиғиниға истанбулдики  ваһдәттин сарийидин нәқ мәйдан биваситә улинип, қатнашти һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, америка қошма иштатлиридин аләм бошлуқиға қойуп берилгән «түрксат 5A сүний һәмраһи» сәпириниң мувәппәқийәтлик болуши, бәлгиләнгән вақитта вәзипә өтәшкә башлишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түрксат 5A сүний һәмраһи билән бирликтә түркийәниң аләм бошлуқидики сүний һәмраһлириниң санини 7 гә йәткүзгән болдуқ. аләм бошлуқидики сүний һәмраһлиримиздин 3 и хәвәрлишиш, 3 и көзитиш мәқситидә паалийәт елип бармақта. түркийә аләм бошлуқида орбетида һоқуқигә игә 30 дөләттин бири. шәрқий орбетисидики аләм бошлуқидики һәқ – һоқуқлиримизни уда 30 йил капаләт астиға алимиз.»

түркийәгә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә болған «түрксат 5A сүний һәмраһи» лайиһәсидә, ишләпчиқирилишида, аләм бошлуқиға қойуп берилишидә хизмәт көрсәткәнләргә рәһмәт ейтқан әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «< түрксат 5B сүний һәмраһи> дин  йеңи бир сәвийәгә өтүшни пиланлаватимиз. нишанимиз, < түрксат 6A сүний һәмраһи > ниму аләм бошлуқидики орбетисиға орунлаштуруштур.»

алдимиздики йил « İMECE» намлиқ миллий лайиһәгә вә ишләпчиқириш алаһидиликигә игә йуқири ениқлиқтики көзитиш сүний һәмраһиниму аләм бошлуқиға қойуп беридиғанлиқлири тоғрулуқ хуш хәвәр йәткүзгән җумһур рәис әрдоған, 2021-2030-йиллиқ миллий аләм қатниши пиланиниму  пат йеқинда елан қилидиғанлиқлирини, микро сүний һәмраһ муәссәсәси бәрпа қилиш паалийәтлирини давамлаштуруватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «болупму йашлиримизниң бу һәқтики һайаҗанлирини хурсәнлик билән көзитиватимиз. кәң даирилик ишлитиш саһәсигә игә аләм қатниши вә сүний һәмраһ технологийәлири саһәсидә дөлитимизни маркиға айландуруш ирадимиз қәтийдур. барғансери мустәһкәмләватқан ул әслигә қурулмимизни өзимиз билән бирликтә барлиқ достлиримиз вә қериндашлиримизниңму имканийитигә сунуватимиз, һәмдә уларниңму буниңдин бәһримән болушини ишқа ашуруватимиз. аләм бошлуқидики мәвҗудийитимизни, қабилийәтлиримизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш ғәйрәтлиримизни үзлүксиз давамлаштуруватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر