әрдоған меркел билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йавропа иттипақи билән болған мунасивәттә йеңи сәһипә ечишни халайдиғанлиқини әскәртти.

1548168
әрдоған меркел билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йавропа иттипақи билән болған мунасивәттә йеңи сәһипә ечишни халайдиғанлиқини әскәртип, германийә баш министири ангела меркелниң бу йолдики төһпә вә тиришчанлиқлириға рәһмәт ейтти.

җумһур рәис әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән син көрүнүшлүк телефон йиғини өткүзди. йиғинда икки тәрәп мунасивәтлирини гүлләндүрүш йолида ташлинидиған қәдәмләр вә йеңи дәврдики түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири муһакимә қилинди.

йеқинда чақирилған йавропа иттипақи башлиқлар йиғинидики соғуққан рәһбәрләрниң иҗабий күнтәртипни сақлап қелиш тоғрисидики тәвсийәлирини муһим дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойған әрдоған, йәнә бир тәрәптин түркийә – йавропа иттипақи мунсивәтлирини киризис патқиқиға иттириш үчүн урунғанларниң иҗабий күнтәртип вә өзара нәп йәткүзүш үчүн ечилған пурсәт пәнҗирисигә зийан йәткүзидиғанлиқини ейтти.

әрдоған, түркийәниң гретсийә билән издиниш сөһбәтлирини қайта башлашқа тәййар икәнликини билдүрүп, гиретсийә тәрәпниң йеңи баһаниләрни тепип сөһбәт өткүзүштин өзини қачурғанлиқини, түркийәниң шәрқий ақдеңиз мәсилисидиму йахши нийити вә иҗабий позитсийәсини давамлиқ намайан қилип кәлгәнликини тәкитлиди.

у йәнә, түркийә - йавропа мунасивәтлириниң йеқинқи икки йилда бир қисим әзаларниң тар мәнпәәтлиригә әсир болуп қелиши сәвәбидин вақит исрапиға дучар болғанлиқиғиму ишарәт қилип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر