чавушоғлу: ириқчилиқ вә ислам дүшмәнлики йавропа иттипақиға зийан йәткүзмәктә

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, йавропада барғансери әвҗ елип кетиватқан авамчилиқ, ирқчилиқ вә ислам дүшмәнлики қатарлиқ еқимларниң йавропа иттипақи вәкиллик қилидиған қиммәт өлчәмлиригә зийан йәткүзүватқанлиқини ейтти.

1523087
чавушоғлу: ириқчилиқ вә ислам дүшмәнлики йавропа иттипақиға зийан йәткүзмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, анталйада өзиниң рийасәтчиликидә чақирилған, «шәрқий җәнубий йавропа әллири дипломатийә министирлириниң ғәйрий рәсмий йиғини» ниң ечилишида сөзлигән нутиқида, йавропа иттипақиниң бир гәвдилишиш мусаписиниң, болупму 1990- вә 2000-йилларниң башлирида райондики нурғун дөләтләрниң өзгириш һасил қилиш вә тәрәққий қилишида башламчи болғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, йавропа иттипақи билән көплигән саһәләрдә бир гәвдилишиш мусаписини тамамлиған түркийәниң, йавропа иттипақиниң өзи оттуриға ташлиған бүгүнки күндики ғайиларға асасән мувәппәқийәтлик болушини, айримчи әмәс, бир гәвдиләштүргүчи болушини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «кейинки мәзгилләрдә йавропада барғансери әвҗ елип кетиватқан авамчилиқ, ирқчилиқ, чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш вә ислам дүшмәнлики қатарлиқ еқимлар йавропа иттипақи вәкиллик қилидиған қиммәт өлчәмлиригә зийан йәткүзмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر