чавушоғлу телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан, русийә вә чехийә ташқи ишлар министирлири билән телефонда көрүшти.

1510146
чавушоғлу телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан, русийә вә чехийә ташқи ишлар министирлири билән телефонда көрүшти.

дипломатик мәнбәләрдин елинған учурларда билдүрүлишичә, мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов билән көрүшкәндә, үстүн қарабағ мәсилисини муһакимә қилған.

мәвлүт чавушоғлуниң йәнә, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров биләнму телефонда көрүшкәнлики билдүрүлди.

у сергей лавров билән көрүшкәндә, үстүн қарабағ, әрменийәниң уруш тохтитишқа қилған хилаплиқлири, пуқраларға қаритилған һуҗумлири вә тәртәрдә җиназа мурасимиға қилған һуҗуми қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.

әзәрбәйҗан билән әрменийә русийә пайтәхти москвада өткүзүлгән учришишта, 2020-йили 10-өктәбир шу йәр вақти 12:00 дин башлап тағлиқ қарабағдики җәсәтләр вә әсирләрни өзара алмаштуруш тәклип қилинған инсанпәрвәрлик мәқситидики уруш тохтитиш қарар қилинған иди.

әрменийә армийәсиниң уруш тохтитиш қарар қилинип аридин 24 саәт өтмәстин әзәрбәйҗанниң гәнҗә шәһиригә қилған башқурулидиған бомба һуҗумида тоққуз киши җенидин айрилип, 34 киши йариланған иди.

түнүгүн (2020-йили 15-өктәбир) әрменийә армийәсиниң әзәрбәйҗанниң тәртәр шәһиридә өткүзүлгән җиназа мурасимиға қилған һуҗумида төт киши җенидин айрилип, төт киши йариланди.

мәвлүт чавушоғлуниң чехийә ташқи ишлар министири томас петриҗек (Tomas Petricek) вә литванийә муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири артис пабрикс (ArtisPabriks) биләнму телефонда көрүшкәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر