түркийә пакистанға теббий буйум йардәм қилди

түркийә вухән вируси (ковид – 19) ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә пакистанға 300 миң маска йардәм қилди.

1500623
түркийә пакистанға теббий буйум йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қизилай җәмийити пакистан тармиқи хадимлири, бүгүн әтигән түркийә һава йоллири ширкити айропилани билән исламабад хәлқара айродурумиға йетип барған йардәм буйумлирини күтүвалди.

түркийә қизилай җәмийитиниң пакистандики вәкилләр өмики башлиқи ибраһим карлос, ковид - 19 йуқумини тизгинләш хизмәтлириниң бир қисми сүпитидә пакистан һөкүмитигә ианә қилинидиған 300,000 данә KN-95 маскини өзлириниң тапшурувалғанлиқини билдүрди.

ибраһим, таможна рәсмийәтлири тамамланғандин кейин, пакистан қизил һилал ай җәмийити билән һәмкарлишип бир нәччә күн ичидә маскиларни һөкүмәткә йәткүзидиғанлиқини қәйт қилди.

пакистан қизил һилал ай җәмийити арқа сәп ишлири әмәлдари муһәммәд әминму түркийәдин 300 данә маска йардими алғанлиқлирини вә бу маскиларниң дөләтниң һәр қайси җайлириға тарқитип берилидиғанлиқини билдүрүп, түркийә қизилай җәмийитигә миннәтдарлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر