бозқир б д т омумий кеңишиниң башлиқлиқ вәзиписини  өткүзүвалиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңәшниң башлиқлиқиға сайланған волқан бозқир  бүгүн вәзипә өтәшкә башлайду.

1490755
бозқир б д т омумий кеңишиниң башлиқлиқ вәзиписини  өткүзүвалиду

түркийә авази радийоси хәвири: бозқир, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш мәркизидә өткүзүлидиған мурасимда, 74 – нөвәтлик омумий кеңәшниң башлиқи тиҗҗани муһәммәд бандтин вәзипә өткүзүвалиду.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати, бу йил қурулғанлиқиниң 75 – йиллиқини тәбрикләватқан бир пәйттә,  193 дөләткә вәкиллик қилидиған тәшкилатниң 75 – нөвәтлик омумий кеңәшниң башлиқлиқ вәзиписини волқан бозқир өтәйду.

омумий кеңәштә 178 дөләтниң қоллап аваз бериши билән, түркийәдин бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқлиқиға сайланған тунҗи шәхс болған бозқир, 2021 – йили сентәбиргичә бу вәзипини давамлаштуриду.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқи, олтурушларға рийасәтчилик қилиду вә кеңәшниң ишлирини тәртипкә салиду. кеңәш йәнә, һәр йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хамчотини бәлгиләйду, һәмдә контрол қилиду.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишида, хәлқара җәмийәтниң омумий чүшәнчисини әкс әттүридиған қарарлар чиқирилиду.

дунйа  рәһбәрлирини һәр йили сентәбир ейида бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш мәркизидә бир йәргә җәм қилидиған омумий кеңәш музакирилири болса, бу йил «вухән вируси» сәвәбидин интернет муһити астида ишқа ашурулиду.

22 – сентәбир күни башлинидиған музакириләргә, дөләт вә һөкүмәт башлиқлири видео конферанс васитиси арқилиқ иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر