түркийә бәһрәйинниң исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш қарарини әйиблиди

түркийә, бәһрәйинниң исраилийә билән дипломатик мунасивәт орнитиш қарарини әйиблиди.

1489294
түркийә бәһрәйинниң исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, «бәһрәйинниң әрәб бирләшмә хәлипиликиликиниң пешиға есилип, әрәб тинчлиқ тәшәббуси вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси ичидики әһдилиригә зит һалда исраилийә билән дипломатик мунасивәт орнитишни қарар қилишидин әндишә қилмақтимиз вә буни қаттиқ әйибләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, мәзкур қәдәмниң пәләстин дәвасини илгири сүрүш хизмәтлиригә зәрбә беридиғанлиқи әскәртилип, «(бу қәдәм) исраилийәни пәләстингә қаратқан қанунсиз сийасәтлирини вә пәләстин земинлиридики ишғални әбәдий һаләткә кәлтүрүш йолидики урунушлирини давамлаштуруш җәһәттә техиму илһамландуриду» дегән ибариләргә орун берилди.

оттура шәрқтә тинчлиқ вә муқимлиқ орнитишниң бирдинбир йолиниң пәләстин мәсилисиниң хәлқара қанун вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң қарарлири даирисидә, адил вә үзүл – кесил чариләрниң тепилиш җәрйанини бесип өтидиғанлиқи оттуриға қойулған байанатта, «район сиртидики актийорларниң бесим вә зорлашлири нәтиҗисидә тар мәнпәәт әндишилирини нәзәрдә тутуп намайан қилинған мәсулийәтсизләрчә йол қойушларниң бу реаллиқни йоқитип ташлиши мумкин әмәс» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر