фаһрәттин коҗа дунйа сәһийә тәшкилати баш катипиниң тәклипини қобул қилди

сәһийә министири фаһрәттин коҗа, өзини «MaskTak» хәткүчи билән иҗтимаий алақә торида доел елан қилишқа тәклип қилған дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тедрос аданом гебрейусниң тәклипини қобул қилди.

1469241
фаһрәттин коҗа дунйа сәһийә тәшкилати баш катипиниң тәклипини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати бу һәптә #WearAMask #MaskeTak дегән хәткүч билән риқабәт елан қилди.

тедрос аданом гебрейус министир коҗаға хәткүч қойуп, уни бу йүзлинишкә аваз қошушқа тәклип қилди.

риқабәткә қатнашқан коҗа өзиниң  тивиттер адресида инглизчә һәмбәһирлигән учурида, «һөрмәтлик баш директор, учуриңизға рәһмәт. мән барлиқ дөләтләрни маска тақашқа, иҗтимаий арилиқни сақлашқа вә пакизлиқ қаидисигә бойсунушқа тәклип қилимән» дегән ибариләргә орун бәрди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң йавропа райони директори хәнс клугқиму хәткүч йоллиған коҗа, «һөрмәтлик достум @hans_kluge, биз билән биллә икәнликиңизни билимиз» дәп йазди.

министир коҗа йәнә учуриға «#WearAMask» «MaskTak» дегән хәткүчләргиму орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر