әрдоған: айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилиши һейт хушаллиқимизни техиму ашурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған айасофйа җамәсиниң 24 – ийул күни ибадәткә ечивелишиниң һейт хушаллиқлирини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзгәнликини ейтти.

1465548
әрдоған: айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилиши һейт хушаллиқимизни техиму ашурди

 

җумһур рәис, адаләт вә тәрәққийат партийәси рәһбири әрдоған, партийә әзалири билән видейо  конферанс васитиси арқилиқ һейтлашти.

әрдоған, бу йәрдә қилған сөзидә, дөләткә вә хәлққә пайдилиқ болмиған нәйрәңвазлиқ тузиқиға чүшмәйдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «чоң қурултийимизни йеңидин қудрәт тепиш, қайтидин тирилиш вә йеңидин гүллиниш басқучиға айландурушни нишан қиливатимиз. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, аридин 86 йил өткәндин кейин айасофйа җамәсиниң 24 – ийул күни ибадәткә ечиветилиши һейт хушаллиқимизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر