айасофйа бүгүн ибадәткә ечилиду

айасофйа җамәси бүгүн (2020-йили 24-ийул) оқулидиған җүмә намизи билән ибадәткә ечилиду.

1461074
айасофйа бүгүн ибадәткә ечилиду
ayasofya vatandaslar1.jpg
ayasofya vatandaslar.jpg
ayasofya camisi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар идариси (дийанәт) уйуштурған дуа пирограммиси башланди. бәзи қуран сүрилири вә дуалар оқулидиған пирограмма, диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбашниң дуаси билән ахирлишиду.

айасофйаи кәбир җамәсидә намаз оқушни арзу қилған кишиләр, әтигәндин тартипла тәкшүрүш нуқтилирида узун өчрәт һасил қилди.

мәсул кишиләр вухән вируси (Kovid-19) сәвәби билән, җамәгә кириш нуқтилирида кишиләрниң қолиға дизинфексийә суйуқлуқи чачқандин кейин, маска вә бир қетимла намаз оқушқа болидиған җәйнамаз тарқатти, кишиләрниң температурасини көзәтти.

җумһур рәис рәқәп таййип әрдоған билән миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң башлиқи дәвләт бағчәлиниң қатнишиши күтүлүватқан ечилиш мурасими мунасивити билән, нурғун йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрниң кәлгәнлики билдүрүлди.

кәң көләмдә вә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинған районда, нурғун сақчилар орунлаштурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر