тунҗи йәрлик електир пойиз синақ қилинди

қатнаш вә ул-әслиһә министири адил караисмаилоғлу миллий електир пойизиниң мушу йил (2020) ниң ахирида қатнайдиғанлиқини билдүрди.

1445615
тунҗи йәрлик електир пойиз синақ қилинди
Tren1.jpg
milli tren 2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: қатнаш вә ул-әслиһә министири адил караисмаилоғлу сакарйада тунҗи йәрлик електир пойизини завут синиқи башлинидиған мурасимда сөз қилди.

у төмүр йоли технологийәсидә йәрлик вә миллий қатнаш вастилирини ишләпчиқиришни давамлаштурушта қәий ирадигә икәнликлирини билдүрүп: «мәқситмиз түркийәниң төмүр йол қатнаш вастилири ишләпчиқиришиниң муһим мәркизигә айландуруштур» деди.

у йәрлик вә миллий пойизиниң 176 километир саәтлик тезликкә игә икәнликини, қатнаш вә йолучи бихәтәрлики, раһәтлики җәһәттин тәләп һәмдә үмидләргә йуқири сәвийәдә җаваб қайтуридиған алаһидиликләргә игә икәнликини қәйт қилди.

у бәш вагондин тәркип тапидиған пойизниң 324 кишилик икәнликини вә икки орунниң мейип йолучилар үчүн айрилғанлиқини билдүрди.

у ишләпчиқириши тамамланған өрнәк пойизниң йәрлик болуш нисбитиниң %60 икәнликини, нормал ишләпчиқириши үчүн йәрлик болуш нисбитини %80 кә йәткүзүшниң нишан қилинғанлиқини әскәртип: «өрнәк пойизниң малийити чәт әлләрдин импорт қилинған охшаш мәһсулатқа селиштурғанда %20 әрзан болди» деди.

у йәнә мундақ деди:

«дөлитимиз тез пойиз вә йуқири сүрәтлик тез пойизларни өзи йасийалайдиған сәвийәгә йәтти. буниңдин кейинки мусапиләрдә түркийәниң чәт әлләрдин пойиз импорт қилишиға керәк йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر