түркийә, америка хәлқара диний әркинлик комитетиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

америка хәлқара диний әркинлик комитети (USCIRF) ниң түркийә қораллиқ қисимлири тәрипидин террорлуқ нишанлириға қарита елип берилған «йолвас пәнчиси» вә «буркут пәнчиси» һәрикәтлирини тәнқид қилиши, түркийәниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

1440139
түркийә, америка хәлқара диний әркинлик комитетиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, «америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң дөлитимизниң ирақта макан тутқан террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «буркут пәнчиси» вә «йолвас пәнчиси» һәрикәтлиригә қарита елан қилған байанати, бу комитетниң йеңи бир тутруқсиз байани болди» деди.

һами ақсой, америка тәрипидинму «террорлуқ тәшкилати» дәп етирап қилинидиған п к к ниң ирақта вә қуйруқчилири болған PYD / YPG ниң  сүрийәдә бөлгүнчилик сийаситини вә террорлуқ усуллирини қоллимиған курдларға  шундақла башқа район хәлқигиму қиливатқан зулумлирини диний әркинликни қоғдашни илгири сүриватқан бу органниң көрмәскә селиватқанлиқини тәкитләп, «дөлитимизниң терорлуққа қарши күришини тәнқид қилиши вә PKK ниң тәтүр тәшвиқатиға вастә болуп бериши, әң аддийлаштуруп ейтқанда, толиму номуссизлиқтур » деди.

һами ақсой, «даешқа қарши күрәшни суйиестемал қилип, синҗарға орунлашқан PKK ниң бесими сәвәбидин он миңларчә әзидийниң өй – маканлириға қайтип келәлмигәнлики, қайтип кәлгәнләрниң болса, терорлуқ тәшкилатиниң зулмиға учриғанлиқи, бүгүнки күндә әзидийләр вә йәрлик мәсуллар тәрипидинму күнтәртипкә елип келингән бир һәқиқәттур.  арамийләрму системилиқ  шәкилдә бу терорлуқ тәшкилати тәрипидин зулумға учримақта. мәктәплири терорлуқ тәшкилати тәрипидин тақиветилмәктә. пәрзәнтлири мәҗбурий һалда қоралландурулмақта вә аилилиридин айриветилмәктә. әпсуски, аталмиш ​​кишилик һоқуқни қоғдиғучилар һазирға қәдәр районда йүз бериватқан бу һәқиқәтләрни көрмәскә вә аңлимасқа салмақта. әһвал шундақ туруғлуқ, бу органниң пакитларни бурмилаш арқилиқ терорлуқ тәшкилатиниң думбақчилиқини қилишини һәргиз қобул қилмаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر