б д т тарихида тунҗи қетим бир түрк б д т омумий кеңишиниң башлиқлиқиға сайланди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) тарихида тунҗи қетим бир түрк омумий кеңәшниң башлиқлиқиға сайланди.

1438118
б д т тарихида тунҗи қетим бир түрк б д т омумий кеңишиниң башлиқлиқиға сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң 75 – нөвәтлик омумий кеңәш башлиқлиқиға түркийәниң намзати, баш әлчи волқан бозқир сайланди.

193 дөләтниң даимий вәкили вәзипә өтәватқан б д т омумий кеңишиниң бирдинбир башлиқ намзати болған бозқир, 178 дөләтниң қоллиши билән б д т омумий кеңишиниң 75 – нөвәтлик башлиқи болди.

бозқир, 15 – сентәбирдә б д т ниң 74 – нөвәтлик омумий кеңиши башлиқи тиҗҗани муһәммәд бандедин өткүзүвалидиған вәзиписини 2021 – йилиниң сентәбир ейиғичә давамлаштуриду.

түркийәниң йавропа иттипақи мунасивәтлиригә мәсул сабиқ министири вә баш музакиричиси болған бозқир, нөвәттә түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ташқи ишлар комитетиниң башлиқлиқ вәзиписини өтимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر