әрдоған: «вухән вируси» ни бирлик вә баравәрлик асасида йеңимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «вухән вируси» ға қарши күрәштә ахирқи ғәлибини 83 милйон түркийә хәлқи билән бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилиш арқилиқ қолға кәлтүргили болидиғанлиқини ейтти.

1402171
әрдоған: «вухән вируси» ни бирлик вә баравәрлик асасида йеңимиз

 түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «шуни есимиздә чиң тутушимиз керәкки, 83 милйон түркийә хәлқи бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилғандила андин <вухән вируси> ға қарши күрәштә ғәлибә қилғили болиду. чүнки, бирликимиз, баравәрликимиз вә қериндашлиқимизға мәһкәм йепишқинимиздила, андин кәлгүсимизгә ишәнч билән нәзәр ташлийалаймиз.»

у учурида йәнә, түркийәниң «вухән вируси» ға қарши күрәш паалийәтлири орун алған көрүнүшлүк мәлуматларниму һәмбәһирләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر