октай марашни зийарәт қилди

муавин җумһур рәис  фуат октай шималий қибрис түрк җумһурийитидә 1974 – йилдин буйан тақақ һаләттә туруватқан мараш районини зийарәт қилди.

1360057
октай марашни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мараш районида алди билән мараш аманлиқни сақлаш қисимлири иштабини зийарәт қилған октайға, әдлийә министири абдулһамит гүл, сәһийә министири фаһрәттин коҗа, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири йардәмчиси сәрдар чам, адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин башлиқи маһир үнал, түркийәниң ләфкоша баш әлчиси әли мурат башчәри, шималий қибрис түрк җумһурийити муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири қудрәт өзәрсай қатарлиқлардин тәшкил тапқан һәйәт һәмраһ болди.

октай вә униң һәмраһлирини бу йәрдә қибрис түрк тинчлиқ сақлаш қисимлириниң қомандани  биригада генерали сәзаи өзтүрк вә башқа мәсуллар қарши алди.

мараш райони һәққидә мараш  аманлиқни сақлаш қисимлири қомандани полковник гөкһан ташдәмирдин учур игилән октай, мараш аманлиқни сақлаш қисимлири иштабиниң зийарәт дәптирини имзалиди, андин ташдәмирниң һәмраһлиқида мараш районини айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر