чавушоғлу қаратағда идлиб тоғрисида тохталди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң идлибта бәшшар әсәд һакимийитиниң һуҗумлирини тохтитиш үчүн немә қилиш керәк болса шуни қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.

1357493
чавушоғлу қаратағда идлиб тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу қаратағда ташқи ишлар министири срджан дармановиҗ билән өткүзүлгән ортақ ахбарат елан қилиш йиғинида, мухбирларниң идлиб тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

у түнүгүн (10-феврал) бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида бәш түркийә әскириниң шеһит қилинғанлиқини хатирилитип: «әскәрлиримизни кимниң һуҗум нишани қилған болушидин қәтийнәзәр тегишлик җавабни қайтурдуқ, тегишлик җавабни беришни давамлаштуримиз, буниңдин қорқуп қалмаймиз. әмма, идлибта бу һуҗумларниң тохтиши вә узун муддәтлик уруш тохтитишниң орнитилиши интайин муһим» деди.

у кишиләрни өйлиридә, дохтурханиларда вә мәктәпләрдә җенидин айриған қанхорларчә һуҗумларниң йүз бәргәнликини әскәртип: «буни тохтитиш үчүн немә қилиш керәк болса шуни қилимиз» деди.

у сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитиниң капаләтчиси болған русийә билән иранниң, бәшшар әсәд һакимийитиниң һуҗумлирини тохтитиши керәкликини тәкитлиди.

у ахирида, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң телефонда көрүшидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر