әрдоған: өсүм нисбити техиму төвәнләйду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өсүм нисбитиниң техиму төвәнләйдиғанлиқини ейтти.

1307648
әрдоған: өсүм нисбити техиму төвәнләйду

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған иҗтимаий парванлиқ оргини тәрипидин истанбулдики топкапи йиғилиш залида өткүзүлгән, фатиһ, силиври, топкапи вә зәйтинбурну иҗтимаий  параванлиқ мәркәзлирини  омумйүзлүк ишқа кириштүрүш мурасимида қилған сөзидә, % 13.5 кә төвәнлигән өсүм нисбитиниң техиму төвәнләйдиғанлиқини, 2020 – йили пул пахаллиқиниң бир ханиға чүшидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң дунйадики муһим сайаһәт мәнзилгаһлиридин бири икәнликини, бу йил түркийәгә кәлгән сайаһәтчиләр саниниң 50 милйондин ашидиғанлиқини тәкитлиди, йеқинда америка қошма иштатлириға қилған дөләт ишлири зийарити тоғрилиқму тохтилип мундақ деди: «америка қошма иштатлириға қилған зийаритимиз һәм учришишлиримизниң мувәппәқийәтлик болуши, қолға кәлтүргән нәтиҗилиримиз вә  армийәмизниң <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити арқилиқ болупму еришкән аләмшумул мувәппәқийәтлири вә зәпәрлири һәмдә терроризмға қарши  күришимиз  мундақ муһим бир һәқиқәтни оттуриға қоймақта: әзиз хәлқимиз бир ишта мувәппәқийәт қазанишқа ишәнгән һаман чоқум нишаниға йәтмәй қалмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر