террорчиларға қарши «қиран» һәрикити башланди

дийарбақир, бингөл вә мушниң һәрқайси йеза – қишлақлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «қиран – 5» һәрбий һәрикити башланди.

1302757
террорчиларға қарши «қиран» һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, дийарбақир, бингөл вә муш линийәсидики шәнйайла районида, дийарбақир вә тунҗәили районлуқ қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «қиран – 5» һәрбий һәрикити башланған болуп, һәрбий һәрикәтниң нишани,  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң қишлиқ панаһ җайлириға киривелишиниң алдини елиш, районда панаһлиниватқан террорчиларни бир тәрәп қилиш икән.

һәрбий һәрикәткә дийарбақир, бингөл вә муш вилайәтлиридики қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаблиридики алаһидә қисимлардин тәшкил тапқан 2625 кәспий хадим, 179 алаһидә әтрәт қатнашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر