«көзимиздә йаш қалмиди»

тағқа елип қечилған пәрзәнтлири үчүн хәлқләрниң демократийә партийәси вилайәтлик шөбә бинаси алдида олтурувелиш һәрикити башлиған дийарбакирлиқ анилар 2 айдин буйан  паалийәтлирини изчил давамлаштурмақта.

1299772
«көзимиздә йаш қалмиди»

дийарбакирда һаҗирә акар ана оғли мәһмәт акарниң тағқа елип қечилишида хәлқләрниң демократийәси партийәси (HDP) ниң васитилик рол ойниғанлиқини илгири сүрүп, партийәниң вилайәтлик шөбә бинаси алдида 22 – авғустта олтурувелиш һәрикити башлиғаниди.

оғлини террорниң қурбани қиливәтмәслик үчүн башлиған олтурувелиш һәрикитиниң үнүми болмиған һаҗирә акар ана, қәтий ирадиси нәтиҗисидә 24 – авғустта оғли билән дидарлашқаниди. һаҗирә аниниң оғли үчүн қилған күриши униңға охшаш азабларни баштин кәчүргән, қәлби пәрзәнт һәсритидә пучуланған башқа аниларға үлгә болғаниди.

аилә сани 55 кә йәтти

һаҗирә акар аниниң күришини үлгә қилған фәвзийә чәтинкайа, рәмзийә аққойун вә айшәгүл бичәрниң 3 – сентәбирдә башлиған олтурувелиш һәрикитигә қетилған аилиләрниң сани 55 кә йәтти.

партийәниң вилайәтлик шөбә бинаси алдида күн бойи пәрзәнтлири билән дидарлишишни күтүватқан аниларниң олтурувелиш һәрикитигә хәлқ қоллаш зийарәтлири арқилиқ илһам бәрмәктә.

башта ички ишлар министири сүләйман сойлу, аилә, әмгәк вә иҗтимаий хизмәтләр министири зәһра зүмрүт сәлчуқ қатарлиқлар башта болуп, шеһит анилири, сийасәтчиләр, сәнәтчиләр, журналистлар, йазғучилар, иҗтимаий күчләр башқурушидики органларниң вәкиллирини өз ичигә алған җәмийәтниң һәрқайси қатламлиридики кишиләр олтурувелиш һәрикитини давамлаштуруватқан аиләрни йоқлап, азаблириға ортақлашти, уларни қоллайдиғанлиқлирини ипадиләшти.

пәрзәнтлириниң фото – сүрәтлирини көтүрүшкән һалда олтурувелиш һәрикитини давамлаштуруватқан анилар, сеғиниш һәсритини тартиватқан пәрзәнтлири билән дидарлишишни төт көз билән күтмәктә.

«һайатимизни хазан қилишти»

истанбулдин буниңдин 4 йил бурун оғли тағқа елип қечилған оғли мәһмәт үчүн дийарбакирға келип, олтурувелиш һәрикитигә қатнашқан иммихан нилифирка ана, оғли билән көрүшүшни халайдиғанлиқини билдүрди.

пәрзәнтлириниң елип қечилишиға хәлқләрниң демократийә партийәсиниң җавабкар икәнликини билдүргән нилифирка ана, «хәлқләрниң демократийә партийәсиниң баламни елип қачқанлиқини билимән. баламни маңа қайтуруп беришсун. униңдин нә бир хәвәр, нә бир телефон кәлмиди. аилә бойичә өлүк һаләттимиз. балимизни елип қечишти, һайатимизни хазан қилишти. көзимиздә йаш қалмиди. балимиздин немә тәләп қилиду? оғлум чөмүлигиму зийан йәткүзмәйтти, мәктипидә әлачи иди» деди.

нилифирка ана, 2 айдин буйан олтурувелиш һәрикитини давамлаштуруватқанлиқлирини ипадилиди вә хәлқләрниң демократийә партийәсиниң бу һәқтә байанат беришини күтүватқанлиқини қәйт қилди.

«чиқип бизгә бир байанат бәрсун. уларму корд болса, келип аримизда олтурсун. мән бундақ кордлуқни халимаймән. мәнму корд. баламни суйиистемал қилип сийасәт йүргүзүшмисун. улар оғлумниң әркинликини, келәчикини қолидин тартивелишти» дегән нилиферка ана, тартқан күлпәтлирини байан қилип өтти.

у, «паалийитимизни адаққичә давамлаштуримиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

«пәрзәнтлиримизни алмай туруп бу йәрдин кәтмәймиз»

истанбулдин 5 йил бурун 14 йаш чеғида тағқа елип қечилған оғли тунҗай үчүн олтурувелиш һәрикитигә қатнашқан 5 балиниң аниси фатма бингөл, пәрзәнти билән дидарлишишни халайдиғанлиқини, уни толиму сеғинғанлиқини билдүрди.

у 5 йилдин буйан оғлини көрүп бақмиғанлиқини байан қилип, «пәрзәнтлиримизни әкилип беришсун. бундақ көп ана бу йәрдә күтүп йатмисун, аниларға увал болиду, (бундақ қилиш) гунаһтур. бунчилик анини йиғлитишқ, уларға азар йәткүзүшкә, уларни азабқа муптила қилишқа һечкимниң һәққи йоқ. һәммимиз мүрини мүригә терәп бир гәвдиләштуқ, пәрзәнтлиримизни алмай туруп бу йәрдин кәтмәймиз. өлтүрүвәтсиму мәйли, биз өлүмдин қорқмаймиз» деди.

«п к к ниң кордларға салған бу зулумини көрсун»

пуқралиқ бурчини ада қилиш үчүн әскәрликкә кетиватқанда 2015 – йили 2 – өктәбирдә тунҗәлиниң пүлүмүр наһийәсидә террорчилар тәрипидин елип қечилған оғли мүслүм үчүн паалийәткә қатнашқан сонгүл алтинташ, пәрзәнтидин 4 йилдин буйан хәвәр алалмиғанлиқини ейтти.

«60 күндин буйан бу йәрдә туруватимиз, 60 йилға созулсиму бу йәрдә туримиз. пәрзәнтлиримиз кәлгүчә бу йәрдә турушни давамлаштуримиз» дегән сонгүл алтинташ, пәрзәнтлири тағқа елип қечилған ата – аниларни олтурувелиш һәрикитигә иштирак қилишқа чақирип, «корд анилар әмди ойғансун, пәрзәнтлири көзлири алдида набут болуватиду. улар ойғинип, п к к ниң кордларға салған бу зулумини көрсун. (булар) нә аниға, нә атиға, нә пәрзәнткә ич ағритмайду. буни һәммә көрүп йәтсун. бизниң бирдинбир дүшминимиз п к к дур» деди.

«қизим кәлмәй туруп бу йәрдин кәтмәймиз»

ағридин 4 йил илгири 17 йаш чеғида тағқа елип қечилған қизи чигдәм үчүн олтурувелиш һәрикитигә қатнашқан йасин қайа, пәрзәнтини күтүватқанлиқини билдүрди.

у, паалийәткә аваз қошқан барлиқ ата – аниларниң қар – қиш демәстин пәрзәнтлирини күтүшни давамлаштуридиғанлиқини байан қилип, «биз байанат берилишини күтүватимиз. қизим кәлмәй туруп, бу йәрдин кәтмәймиз. улар өзлириниң корд икәнликини дәватиду, (улар) корд әмәс. әслий корд биз. пәрзәнтимизни тағқа елип қачқини хәлқләрниң демократийә партийәси. бу йәргә мәрһәмәт қилип, <п к к ға ләнәт, биз п к к ға қатнашмаймиз> дәп бақсун, биз бу йәрдин кетәйли. биз уларни җавабкар дәп қараймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر