түркийә моро мусулманлириға йардәм қолини сунди

түркийә тәрипидин филиппиндики мору мусулманлири йашайдиған минданав арилиниң охшаш болмиған җайлириға селинған 5 мәктәп бинаси билән 3 давалаш мәркизиниң қурулуши пүтти.

1269652
түркийә моро мусулманлириға йардәм қолини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи – тика йазма байанат елан қилип, тиканиң, бу йил баңсаморо омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити нәтиҗисидә районда қурулған мусулман минданавдики баңсаморо аптоном райони вә моролуқларға йардәм қилишни давамлаштуруватқанлиқини؛ бу даиридә миданавниң давао ориентал, ланав дел сур вә магуинданав өлкилиригә қарашлиқ котабато, булуан, лумбайанагуе вә кабуйав шәһәрлиридә 4 синиплиқ 5 мәктәп бинаси салғанлиқини, катабато, давав ориентал вә маравида үч давалаш мәркизиниң қурулуш хизмәтлириниң тамамланғанлиқини билдүрди.

байанатта, мәктәп вә давалаш мәркәзлири арқилиқ BARMM ниң маарип вә сәһийә ул – әслиһәлиригә алаһидә күч қошушниң нишан қилинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر