ататүрк дунйаниң һәрқайси җайлирида мурасимлар арқилиқ йад етилди

дунйаниң һәрқайси шәһәрлиридә түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк вапат болғанлиқиниң 80 – йиллиқини хатириләш мурасимлири өткүзүлди.

1085225
ататүрк дунйаниң һәрқайси җайлирида мурасимлар арқилиқ йад етилди
dunya 10 kasim1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: авистирийалийәниң пайтәхти канберра баш әлчиханиси, сидней вә мелборн баш консулханилирида мустапа камал ататүркни хатириләш паалийәтлири өткүзүлди.

малайшийа, һиндонезийә, хитай, пакистан, әзәрбәйҗан вә қазақистан қатарлиқ дөләтләрдиму ғази мустапа камал ататүркни хатириләш мурасимлири өткүзүлди, һәмдә түркийәниң шу дөләтләрдики баш әлчиханилирида өткүзүлгән мурасимларда,  ататүркниң түркийә вә дунйаға болған әһмийитигә алақидар нутуқлар сөзләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر