җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай түрк тарих қурултийиға қатнишип муһим сөз қилди

җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, әрмән дийаспорасиға бойун егип түркийәниң қарашлирини мәни қилған парламентларниң қарарлириға һөрмәт қилмайдиғанлиқлирини әскәртти.

1060031
җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай түрк тарих қурултийиға қатнишип муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, бәштәпә милләт қурултай вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән 18 – нөвәтлик түрк тарих қурултийиға қатнишип сөз қилди. у сөзи җәрйанида әрмән дәвалири тоғрисида тохтилип, «1915 – йил вәқәлири арқилиқ тарихимизға қара чаплимақчи болғанлар, шунчә тиришчанлиқлириға қаримай, дөлитимизгә хусумити бар дөләтләрдин башқа җайларда нишанлириға йетәлмиди. болупму 2015 – йилидин илгири күчәйгән төһмәт долқунлири, дөлитимизниң позитсийәси, түрк тарих оргиниға охшаш рәсмий органлиримизниң тиришчанлиқлири, дипломатлиримизниң ғәйрәтлири сайисида йоққа чиқти» деди.

у, түрк тарихиниң бир пүтүн икәнликигә ишарәт қилип, «бизниң <мирасни рәт қилиш> қа вә қәдим тарихимизға <йеңилиқчи> нуқтиинәзәри билән қарашқа еһтийаҗимиз йоқ. 2200 йиллиқ өтмүши билән, ғәлибә вә мәғлубийәтлири билән түрк тарихи бир пүтүндур. көктүркләрму бизниңдур, қараханийларму бизниңдур, сәлҗуқийларму, османлиларму, җумһурийәтму бизниңдур» деди вә сөзини давамлаштуруп, «әрмән дийаспорасиға бойун егип түркийәниң қарашлирини мәни қилған парламентларниң қарарлириға һөрмәт қилмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر