әрдоған: ирандин тәбиий газ сетивелишни давамлаштуримиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, америка қошма иштатлириниң ембарголириға қаримай, ирандин тәбиий газ сетивелишниң давамлишидиғанлиқини ейтти.

1056941
әрдоған: ирандин тәбиий газ сетивелишни давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: б д т омумий кеңишиниң 73 – нөвәтлик башлиқлар йиғини мунасивити билән америкиға барған җумһур рәис әрдоған, әнглийә хәвәр агентлиқи – ройтерсниң соаллириға җаваб бәрди؛ у, иранға йүргүзүлидиған ембарголарниң нойабир ейидин тартип иҗра қилинишқа башлинидиғанлиқи тоғрисидики бир соалға, һөкүмәтниң қәдәмлирини хәлқниң мәнпәәтини нәзәрдә тутқан һалда ташлайдиғанлиқини әскәрткән һалда, «биз (ирандин) тәбиий газ алмисақ, мән хәлқимни немә билән исситимән. нөвәттә дөлитим истемал қиливатқан тәбиий газниң %50 ини русийәдин, қалғинини иран, ирақ, әзәрбәйҗан, қисмән алҗирийәдин еливатимиз. мән буни алмай хәлқимни қарда  - қишта тоңдурамдимән? бизниң мәқситимиз хәлқимизниң саадити әмәсму? биз ташлайдиған қәдәмлиримизни өз ирадимизгә асасән ташлаймиз. хәлқимизниң хатирҗәмлики, мәнпәәтлирини нәзәрдә тутуш мәҗбурийитимиз бар» дәп җаваб бәрди.

у йәнә түркийәдики сүрийәлик мусапирларға алақидар бир соалға җаваб берип, «булар бизниң меһминимиз. булар әсәдниң зулумидин қечип кәлди. әсәд һазирму бомба йағдурмақта. бу йиғинлар болмиған болса иди, булар һазирму давамлашқан болатти. ташланған қәдәмләр арқилиқ бир упуқ көрүнди. бу упуқта хатирҗәмлик, байашатлиқ бар. бу қәдәмләрни русийә вә иран билән бирликтә ташлаватимиз» деди.

әрдоған, 17 – сентәбирдә русийә пирезиденти виладимир путин билән һасил қилған сүрийәниң идлиб районида қоралсизландурулған район бәрпа қилиш тоғрисидики келишмгә ишарәт қилған һалда, «идлиб хәлқиниң үмиди иди. идлиблиқларму бу мусапидин мәмнун. 50 – 60 миң идлиблиқ (шәһәргә) қайтти, уларниңму қоллап – қуввәтлиши билән бу иш утуққа ериштүрүлиду. қораллиқ гуруппилар райондин чиқишқа башлиди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر