чавушоғлу билән коҗийас измирдә гиретсийә консулханисиниң йеңи бинасиниң ечилишиға қатнашти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә билән гиретсийәниң пат-пат боран-чапқунлуқ күнләрни баштин кәчүрүп турсиму, әмма дийалогни мәсилини һәл қилишниң чариси дәп қарайдиғанлиқлирини ейтти.

1042995
чавушоғлу билән коҗийас измирдә гиретсийә консулханисиниң йеңи бинасиниң ечилишиға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән гиретсийә ташқи ишлар министири никос коҗийас гиретсийәниң йеңи селинған измир консулханиси бинасиниң ечилиш мурасимиға иштирак қилди вә бу йәрдә ортақ ахбарат елан қилиш йиғини ачти.

мәвлүт чавушоғлу: «түркийә билән гиретсийә бу җуғрапийә вә тарихиниң ачқучлуқ дөләтлири һесаблиниду. биз икки чоң мәдәнийәткә вәкиллик қилимиз. һәр икки дөләттә сан-санақсиз мәдәнийәт излири бар. тилимизда 5 миң ортақ сөз бар. буларниң һәммиси хәлқлилиримизни йеқинлаштуриду. келишәлмигән күнлиримизму бар, пат-пат боран-чапқунлуқ күнләрни баштин кәчүрүп туримиз. бирақ, өзара һәмкарлиқ вә дийалогни мәсилини һәл қилиш чарилири дәп қараймиз. пикир охшимаслиқлиримиз һечкимгә сир әмәс» деди.

у 2016-йили 15-ийул һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуп, гиретсийәгә қечип кәткән фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң гиретсийәдә қоғдаш астиға елинғанлиқи үстидиму тохталди. у мундақ деди:

«гиретсийәни һуҗум нишани қилған һәрбий өзгириш қозғимақчи болғанлар вә хаинлар дөлитимиздә панаһлиналмайду, униңға рухсәт қилмаймиз.»

гиретсийә ташқи ишлар министири никос коҗийасму сөз қилип, һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа қарши түркийәни қоллиғанлиқлирини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر