мәвлүт чавушоғлу татаристанда зийарәттә болмақта

татаристан пирезиденти рустәм минниханов түркийәниң татаристанға салған мәбләғлири үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға вә барлиқ түркийә мәсуллириға рәхмәт ейтти.

1037398
мәвлүт чавушоғлу татаристанда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә билән русийә оттурисидики учришишларниң районниң бихәтәрлики, байашатлиқи вә муқимлиқи үчүн интайин муһимлиқини ейтти.

мүвлүт чавушоғлу москвадики учришишлирини ахирлаштуруп, русийә федератсийәгә қарашлиқ татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазанда татаристан пирезиденти рустәм минниханов билән көрүшти. учришиштин кейин елан қилған байанатида, русийә зийаритиниң тунҗи бекитидә мәнсәпдиши сергей лавров билән интайин үнүмлүк бир йиғин өткүзгәнликини тәкитлиди.

чавушоғлу русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшкәнликини әскәртип, бу учришишниң толиму үнүмлүк өткәнликини, район характерлиқ вә өзара муһим темиларни музакириләшкәнликини билдүрди.

мәвлүт чавушоғлу: «икки дөләт пирезидентилири (йәни, путин билән әрдоған) вә бизләрниң оттуримиздики алақә мунасивәтләр һәқиқәтән һәр икки дөләткә нисбәтән муһим болғанға охшаш районниң бихәтәрлики, байашатлиқи вә муқимлиқи үчүнму интайин муһим» деди.

русийәниң түркийәгә нисбәтән муһим бир шерик икәнликини тәкитлигән чавушоғлу москваниң арқидин қазанда зийарәттә болуватқанлиқидин интайин мәмнун икәнликини тилға алди.

татаристан пирезиденти минниханов болса, түркийәниң татаристанға салған мәбләғлири үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға шундақла барлиқ түркийә мәсуллириға рәхмәт ейтидиғанлиқини билдүрүп, «селинмилардин башқа йәнә, нурғунлиған түркийә ширкәтлири охшаш болмиған саһаләрдә актип паалийәтләрни қилмақта» деди.

минниханов түркийә билән татаристан оттурисдики сода омумий соммисиниң алдинқи йили %40 асқанлиқини әскәртип, «алдимиздики мәзгилләрдә, йәнә нурғун лайиһәләргә бирликтә имза қойидиғанлиқимизға ишинимән. болупму бәзи мәһсулатлиримизниң түркийә базириға кирәлиши үчүн әстайидиллиқ билән хизмәтләрни ишлимәктимиз. бу җәһәттә түркийәниң мәсул органлириниң зор дәриҗидә қоллап қуввәтләватқанлиқини көрүватимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر