түркийә достумға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә, афғанистанниң пайтәхти кабулда пирезидент биринчи йардәмчиси абдуррәшит достумни һуҗум нишани қилип, 14 адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған бомбилиқ һуҗумни әйиблиди.

1017638
түркийә достумға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, «афғанистан һөкүмити билән һасил қилған келишимниң роһиға асасән, бир йилдин артуқ вақиттин буйан туруватқан дөлитимиздин түнүгүн (22- ийул) афғанистанға қайтқан пирезидент биринчи йардәмчиси абдуррәшит достум кабул һамид карзаи хәлқара айрорудумидин чиқип кетип узун өтмәйла мәйданға кәлгән адәм бомба һуҗумини әйибләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

һуҗумда абдуррәшит достум вә һәмраһлириниң талапәткә учримиғанлиқи әскәртилгән байанатта, «һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт тилмәймиз, афған хәлқи вә дөлитигә тәзийә билдүримиз» дейилди.

хелидин буйан түркийәдә истиқамәт қиливатқан афғанистан пирезидент биринчи йардәмчиси рашит достум түнүгүн кабулға қайтқаниди. бирақ, айропилан қонуп узун өтмәйла айродурумға йеқин җайда партлаш йүз берип, 14 адәм һайатидин айрилған, 60 адәм йариланған؛ достум һечқандақ талапәткә учримиған һуҗуммниң җавабкарлиқини даеш террорлуқ тәшкилати үстигә алғаниди.

йәнә бир тәрәптин, түркийәдин дөлитигә берипла қоллиғучилири билән көрүшкән достум, кабулдики пирезидент биринчи йардәмчиси ишхансиида өткүзүлгән күтүвелиш мурасимида сөз қилип, түркийәдә турған җәрйанда өзигә һәмдәм болған түркийә хәлқи вә дөлитигә миннәтдарлиқ билдүрди.

бирлик вә баравәрликниң әһмийитини тәкитлигән достум, һечким билән һечқандақ мәсилиси йоқлуқини, афғанистанға тинчлиқ елип келиш үчүн, һәрқандақ пидакарлиқни намайан қилишқа тәййар икәнликини әскәртти.

достум, бир қанчә күндин буйан қомандан низамуддин қәйсәриниң тутқун қилинишиға қарши уда намайиш қиливатқанларға хитаб қилип, «намайишиңларни тохтитиңлар, қәйсәриниму қойуп бәргүзимән, бу һәқтә пирезидент әшрәф ғени билән көрүшимән» деди.

абдуррәшит достум, террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәшни қәтийлик билән давамлаштуридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر