америка таратқулири әрдоғанниң зәпирини баш сәрләвһәдә хәвәр қилди

түркийәдә өткүзүлгән җумһур рәислик вә 27-нөвәтлик парламент сайлимини йеқиндин көзәткән америка таратқулирида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайлам зәпиридин кейин елан қилған балкон нутқи алдинқи орунға чиқти.

999427
америка таратқулири әрдоғанниң зәпирини баш сәрләвһәдә хәвәр қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулири түркийәдә өткүзүлгән 24-ийун сайламлирини йеқиндин көзитип, анадолу агентлиқиниң сайламға мунасивәтлик рәқәмлирини елан қилди.

америка таратқулирида, рәҗәп таййип әрдоғанниң сайлам ғәлибисини елан қилған нутқи чақмақ хәвәр шәклидә берилди вә рәҗәп таййип әрдоғанниң вәзиписини давамлаштурушиниң муһим икәнлики әскәртилди.

с н н (CNN) телевизийәси сайлам хәвирини "рәҗәп таййип әрдоған сайламдики ғәлибисини елан қилди" сәрләвһисидә тарқатти вә хәвәрниң тәпсилатида әрдоғанниң нутқиға орун аҗратти.

"нийу йорк таймис гезити", "әрдоған һәл қилғуч сайламда ғәлибә қилди" сәрләвһисидә елан қилди. хәвәрдә, әрдоғанниң %53 әтрапида, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң %43 әтрапида авазға еришкәнлики билдүрүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң нутқиға орун аҗритилған хәвәрдә, әрдоғанниң ғәрбтики иттипақдашлар билән мунасивәтлирини иккинчи пиланға қойуп, русийә билән йеқинлашқанлиқи илгири сүрүлди.

түркийә вә әрдоған һәққидә тәнқидий позитсийәси билән тонулған вашингтон почтиси гезити, сайламға мунасивәтлик хәвирини "әрдоған рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда зәпирини елан қилди, өктичи партийәләр сайлам нәтиҗилиридә сахтилиқ барлиқини илгири сүрди" сәрләвһисидә елан қилди.

гезитниң хәвиридә, һазирчә рәсмий нәтиҗиләрниң елан қилинмиғанлиқи әскәртилиш билән биргә, өктичиләрниң сайлам нәтиҗилири һәққидики етиразлириға орун аҗритилди.

америка бирләшмә агентлиқиниң "әрдоған сайлам зәпирини елан қилди" сәрләвһилик хәвиридә, сайлам басқучини вә 24-ийун (йәкшәнбә) оттуриға чиққан нәтиҗиләрни анадолу агентлиқи мәлуматлириға асасән бәргәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, әрдоғанниң сайламлардики ғәлибилириниң сәвәбиму алаһидә тәкитлиди.

сайлам һәққидики хәвирини "әрдоған сайлам зәпирини елан қилди, өктичиләр тәмкинлик муамилә қилди" сәрләвһисидә бәргән ройтерс агентлиқи, әрдоғанниң 15 йилдин буйан сайламларда ғәлибә қилип келиватқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, әрдоғанниң "хәлқимиз бизгә һәм җумһур рәислик һәмдә иҗра қилиш вәзиписини тапшурди" дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر