йилдирим аракан мусулманлири билән көрүшти

баңладишта дөләт ишлири зийаритини давам қиливатқан дөлитимиз баш министири бинали йилдирим лагерларда панаһлиниватқан аракан мусулманлири билән көрүшти.

872319
йилдирим аракан мусулманлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим баңладиш пайтәхти даккадики учришишлирини ахирлаштуруп, араканлиқ мусулманлар панаһлиниватқан «кокс базар» шәһиридики балухали лагериға барди. лагерда түрк һәмкарлиқи вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA), тәбиий апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш идариси (AFAD), түрк қизилай җәмийити, дийанәт вәхпи вә һәр қайси йардәм тәшкилатлириниң вәкиллири баш министир бинали йилдиримни қизғин күтүвалди.

баш министир бинали йилдирим райондики йардәм хизмәтлири тоғрисида мәлумат алди вә тиканиң кокс базар садир дохтурханисиға һәдийә қилған амболаторийә машиниси вә хадимларни тошуш машинисиниң ачқучини дохтурхана мәсуллириға тәқдим қилди.

у өзини чедирда сақлап турған аракан мусулманлири билән айрим-айрим қучақлишип көрүшти, көз йеши төккән бир араканлиқ айалниң дәрдигә қулақ салди.

у аракан мусулманлири билән көрүшүшини ахирлаштурғандин кейин, тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идарисиниң тәшкиллиши астида сәһийә министирлиқи тәрипидин селинған сәһра дохтурханисида хизмәтләрни тәкшүрүп тәтқиқ қилди.

у лагердики мусапирларға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини тарқатти вә хәлқара җәмийәткә хитаб қилип: «бу йәр инсанийәт йоқалған бир җай, инсанийәт бүгүн һәрикәткә өтмисә қачан өтиду?» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر