бинали йилдирим баңладишта

баш министир бинали йилдирим баңладиш баш министириниң тәклипигә бинаән баңладишта зийарәттә болмақта.

871091
бинали йилдирим баңладишта

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим баңладишта зийарәттә болмақта.

пайтәхт даккаға йетип кәлгән баш министир йилдирим вә һәмраһлиқидики һәйәт һәзрәт шаһҗалал айродурумида түркийәниң баңладишта турушлуқ әлчиси дәврим өзтүрк вә башқа мәсуллар тәрипидин күтүвелинди.

баш министир бинали йилдиримға муавин баш министир бәкир боздағ, дини ишлар идариси башлиқи әли әрбаш, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин башлиқи равза кавакҗи қатарлиқ рәһбәрләрму һәмраһ болди.

баңладиш баш министири шәйх һәсинәниң тәклипигә бинаән баңладишқа кәлгән бинали йилдирим, пайтәхт даккада баңладиш дөләт рәһбәрлири билән көрүшиду.

зийарәттә достлуқ вә қериндашлиққа тайанған түркийә-баңладиш мунасивәтлириниң әтраплиқ музакирә қилиниши вә роһиңйа киризиси болуп районда сақилиниватқан мәсилиләр тоғрисида өз-ара пикир алмаштурулидиғанлиқи күтүлмәктә.

баш министир бинали йилдирим даккадики учришишлардин кейин баңладишниң кокс базариға берп роһиңйа мусулманлири йашаватқан мусапирлар лагерини екскурсийә қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر