қуртулмуш: истанбул һуҗумчисиниң бармақ изи вә шәкли ениқланди

баш министир йардәмчиси вә һөкүмәт байанатчиси нуман қуртулмуш, йеңи йил кечиси истанбулдики бир кечилик кулубни қанға бойиған террорчиниң бармақ изи вә шәклиниң ениқланғанлиқини билдүрди.

643040
қуртулмуш: истанбул һуҗумчисиниң бармақ изи вә шәкли ениқланди

түркийә авази радийоси хәвири: бу йилниң тунҗи ички кабинет йиғини җумһур рәис әрдоғанниң рийасәтчиликидә җумһур рәислик сарийида өткүзүлди. йиғинниң күнтәртипини истанбулдики террорлуқ һуҗуми тәшкил қилди.

йиғин тоғрисида байанат бәргән баш министир йардәмчиси вә һөкүмәт байанатчиси нуман қуртулмуш, «түркийә бу хаин һуҗумдин қорқуп кәтмәйду» деди вә түркийәниң террорлуқ тәшкилатлириға қарши кәң көләмлик күришиниң давамлишидиғанлиқини әскәртти.

оттура шәрқтә тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқлириниң давамлишидиғанлиқини әскәрткән қуртулмуш, ирақ билән йеңи бир сәһипиниң ечилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди. у сөзини давамлаштуруп, «болупму фират қалқини һәрикити даирисидә утуқлуқ шундақла қәтий ирадә билән сүрийәдә давамлаштурулуватқан һәрбий һәрикәтләрниң һәм террорлуқ тәшкилатлирини һәм террорлуқ тәшкилатлирини пичка қилип қоллиниватқанларни биарам қилғанлиқи оттуриға чиқмақта. болупму йеқинқи мәзгилләрдики әмәлий саһәдики ғәлибимизни һәзм қилалмиған күчләрниң террорлуқ һәрикитини йетәкләватқанлиқи намайан болмақта» деди.

у йәнә, «қандақ пилан түзсәңлар түзүңлар, түркийә һәр қандақ тәдбирни йолға қойушқа қадирдур. һәрбий һәрикәтләр террорлуқ тәшкилатлири түркийәгә қәтий тәһдит салалмайдиған һаләт шәкилләнгүчә давамлишиду. җәраблус, мунбич, әлбаб... қәйәргичә кәтсә мәйли. қәтий ирадә билән чегра сиртидики һәрбий һәрикәтләрни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر