әрдоған сүрийәдики һәрбий һәрикәтниң қачанғичә давамлишидиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң терроризмға қарши күришиниң дөләт ичи - сиртида давамлишидиғанлиқини ейтти.

561780
әрдоған сүрийәдики һәрбий һәрикәтниң қачанғичә давамлишидиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң террорлуқ тәшкилатлирини бир – биридин айрип олтурмастин пуқраларниң һайати бихәтәрликини капаләткә игә қилидиған қәдәмләрни һәм дөләт ичи һәм террорлуқ тәшкилатлири ува салған қошна әлләрдә ташлаш ирадисиниң қәтий икәнликини әскәртти.

әрдоған, 30 – авғуст зәпәр байрими мунасивити билән елан қилған телеграммисида җәраблустики һәрбий һәрикәт һәққидә тохтилип, «һәрбий һәрикәтлиримиз даеш, PKK вә униң сүрийәдики қоли YPG дегәндәк террорлуқ тәшкилатлири пуқралиримиз үчүн хәвп болуштин чиқирип ташланғучә давамлишиду» деди.

әрдоған телеграммисида, түркийәни мубарәк йүрүшидин тосуп қалмақчи болған террорлуқ тәшкилатлириниң хаин һуҗумлириға пәрва қилмастин хийанәт шайкилирини вәйран қилип, бирлик, баравәрлик вә һәмкарлиқ ичидә күрәш қилишни давамлаштуридиғанлиқиға ишарәт қилди. у, «30 – авғуст зәпири, болупму нөвәттә дөлитимизниң бирликигә, җанлиқлиқиға, бу земинлардики мәвҗудийитигә зийан йәткүзмәкчи болуватқан террорлуқ тәшкилатлири вә йаманлиқ қилиш мәркәзлиригә ибрәт болуши керәк. хәлқимизниң 15 – ийул қанлиқ һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа орунуш һәрикитигә қарши билдүргән позитсийәси, бу земинлардики ‹күчлүк зәрбә бериш› руһиниң қанчилик җанлиқ икәнликиниң ипадисидур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر