әрдоған ройтерсниң зийаритини қобул қилди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әнглийәниң ройтерс агентлиқиниң зийаритини қобул қилип, 15 – ийул кечиси йүз бәргән вәқәләр вә җиддий һаләт тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.

534909
әрдоған ройтерсниң зийаритини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған үч айлиқ елан қилинған җиддий һаләтниң йеңи истиқлал күриши мәнисигә игә икәнликини ейтти. у җиддий һаләтниң демократик системиниң ролини техиму йахши җари қилиши үчүн елан қилинғанлиқини әскәртип: «бу шәртләр астида өйлиридә олтурмай кочиларға чиқип келәчикигә игә чиққан хәлқимдин иптихарлинимән» деди.

у фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (FETÖ) ниң һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунған 15 – ийул кечиси вә кәйнидә йүз бәргән вәқәләрни әнглийәниң ройтерс агентлиқиға чүшәндүрди. у вәқәни әң бурун бир йеқинидин аңлап, раст икәнликини билгәндин кейин, ахбарат органлири арқилиқ хәлқни мәйданларға чақирғанлиқини хатириләтти. у дәм еливатқан мармаристин истанбулға қилған хәтәргә толған сәпири һәққидә тәпсилий тохталди.

у истанбул ататүрк айродурумиға йетип кәлгәндә дөләтниң айропиланлири билән наһайити пәс учқан террористлар болсиму, вәзийәткә айродурумдин қоманданлиқ қилғанлиқини вә 16 – ийул чүштә вәзийәтниң пүтүнләй контрол астиға елинғанлиқини билдүрди. у түрк хәлқиниң мәйданларға сәл болуп еқип, танкиларниң алдиға өзини атқан у минутларниң тарихта тәңдиши йоқ икәнликини әскәртип, мундақ деди:

«шундақ қилип, миллий ирадиниң қандақ мәнигә игә икәнлики оттуриға қойулған болди.» 

у 15– ийул кечиси түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти), җумһур рәислик мәһкимиси вә сақчи идарилириниң бомбардиман қилинғанлиқидин нишанниң хәлқ икәнликини көрүвалғили болидиғанлиқини қәйт қилди. у буниңға қарши чиққан 246 адәмниң шеһит болғанлиқини, 2185 адәмниң болса, йариланғанлиқини билдүрди.

иқтисадий нуқтидин наһайити зор қийинчилиқларни йиңип бүгүнгә улашқанлиқлирини билдүргән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, барлиқ селинмилар вә пилан – лайиһәләрниң әмәлгә ашурулидиғанлиқини, малийә интизамида һечқандақ хаталиққа йол қойулмайдиғанлиқини, буниң дәл әксичә көзқарашларни билдүргән хәлқаралиқ тәшкилатларниң демократийәни әмәс, бәлки һәрбий – сийасий өзгиришни қоллайдиғанлиқини әскәртти.

у түркийәниң бирлик, баравәрлик вә қериндашлиққа бурунқидин бәкрәк еһтийаҗлиқ икәнликини вә хәлқтин қандақ сийасий көзқарашқа игә болушидин қәтийнәзәр, бу һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш исйанини қоллимаслиқи керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر