фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлиридин 2839 әскәр қолға елинди

һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш арқилиқ һакимийәтни тартивелишқа урунған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлиридин 2839 әскәр қолға елинди.

530695
фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлиридин 2839 әскәр қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим  бир мәзгил гөрүгә еливелинғанин кейин қутқузулған баш иштаб башлиқи һулуси ақар вә бир қисим министирлар билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди. йилдирим бу йәрдә қилған сөзидә, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббуси җәрйанида  161 кишиниң шеһит болғанлиқини, 1440 кишиниң йариланғанлиқини ейтти, түркийә армийәсигә соқунуп кириватқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң җүмә күни кәчтә қозғиған һәрбий - сийасий өзгириш қилиш тәшәббусиға қарши түн бойи демократийә асасида тегишлик җаваб қайтуруп, таңни нормал һайат билән күтүвалған милләтниң наминиң «шәрәплик түрк миллити» икәнликини тәкитлиди,  15 – ийул күниниң «демократийә байрими күни» һесаблинидиғанлиқини қәйт қилди, һәрбий - сийасий сүйиқәст җәрйанида һайатидин айрилған дөләт хәвпсизлик күчлири билән пуқраларға аллаһ тааладин рәһмәт тилиди, йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүрди, түркийә хәлқиниң һәрбий - сийасий сүйиқәстни тармар қилиш арқилиқ демократийә саһәсидики мол тәҗрибисини пүткүл җаһанға намайән қилғанлиқини, түркийә байриқини ләпилдәткән һалда танкиларниң алдиға өзини атқан пуқралар билән шеһитларниң хәлқниң қәлбидә мәңгү һайат икәнликини һәмдә мәңгү унтулмайдиғанлиқини тәкитлиди, қизғин қоллап байанатларни елан қилған сийасий партийәләрниң рәһбәрлири билән дост дөләтләргә көптин көп рәһмәт ейтти, террорлуқ тәшкилати унсурлириниң адаләткә тапшуруп берилгәнликини әскәртип мундақ деди: «бу унсурлар чоқум тегишлик җазаға тартилиду. дөләтниң айропиланлири, тик учарлири, танкилири билән хәлқни оққа тутқанлар бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к динму номуссиз әбләхләрдур. бундақ һәрбий - сийасий өзгириш қозғашни тәшәббус қилғучилар шуни билиши керәкки, һечким бу җәңгивар түрк миллитиниң ирадисигә қарши сийасий ойунларни ойнийалмайду, демократийәгә болған садақитигә вә әркинликкә тәшна батурлуқиға қилчә тәң келәлмәйду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر