волкан бозқир словенийәдә зийарәттә болди

йавропа ишлири министири вә баш музакирәчи волкан бозқир белгийәниң террорлуқ тәшкилати п к к ниң чедир ечишиға көз йумушини қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтти.

461875
волкан бозқир словенийәдә зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: волкан бозқир словенийәдә рәсмий зийарәттә болди. у т р т хәбәр мухбириниң зийаритини қобул қилип, соаллириға җаваб бәрди. у террорлуқ тәшкилати п к к ниң бирйусселда қайта чедир қурғанлиқини үстидә тохтилип мундақ деди:

«биз үчүн интайин сәзгүр орунға игә әнқәрәдә террорлуқ һуҗуми пәйда қилип, онларчә бигунаһ кишиләрниң җениға замин болған вә бунчивала көп шеһит бәргән түркийәдә хатирҗәмликни бузуп, өзи халиғанчә тәртип орнитишқа урунуватқан террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш давам қиливатқан бир вақитта, дост дәп билидиған бир дөләтниң пайтәхтидә оттуриға чиққан бу мәнзирәни қобул қилиш һәқиқәтәнму мумкин әмәс.»

у түркийә – йавропа иттипақи бирликиниң алий рәһбәрләр йиғинида виза рәсмийәтлирини әмәлдин қалдуруш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқини, түркийәниң ада қилиши керәк болған 72 маддидин 41 иниң орунланғанлиқини, башқилирини орунлаш үчүн хизмәтләрниң тез сүрәттә ишлиниватқанлиқини тәкитлиди.

у йавропа иттипақи түркийәдин күтүватқан шәртләрниң тез сүрәттә орунлиниватқанлиқини, түркийә пуқралири үчүн визиниң әмәлдин қалдурулуши йолида бир тосқунлуқ йоқлуқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر