түркийә - алҗирийә мунасивәтлириниң 500 - йиллиқи тәбриклиниду

дөлитимиз дипломатийә министири әһмәт давутоғлу, «2016 - йили түркийә - алҗирийә мунасивәтлириниң 500 - йиллиқини тәбрикләшни пиланлаватимиз, худайим буйриса бу қийамәт қайим болғанға қәдәр давамлишидиған мәңгүлүк достлуқ болуп қалғуси» деди

77230
түркийә -  алҗирийә мунасивәтлириниң 500 - йиллиқи тәбриклиниду

түркийә - алҗирийә мунасивәтлириниң 500 - йиллиқи тәбриклиниду.
дөлитимиз дипломатийә министири әһмәт давутоғлу, «2016 - йили түркийә - алҗирийә мунасивәтлириниң 500 - йиллиқини тәбрикләшни пиланлаватимиз, худайим буйриса бу қийамәт қайим болғанға қәдәр давамлишидиған мәңгүлүк достлуқ болуп қалғуси» деди.
министир давутоғлу, 17 - нөвәтлик иттипақ түзмәслик һәрикити йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған алҗирийәдә пирезидент абдуләзиз бутәфлиқа тәрипидин қобул қилинди.
алҗирийә дипломатийә министири рамтане тамамраму иштирак қилған учришиштин кейин, икки министир қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.
давутоғлу, түркийә билән алҗирийә оттурисидики қәдинас достлуқниң тарихиниң наһайити узунға созулидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «2016 - йили түркийә - алҗирийә мунасивәтлириниң 500 - йиллиқини тәбрикләшни пиланлаватимиз, худайим буйриса бу қийамәт қайим болғанға қәдәр давамлишидиған мәңгүлүк достлуқ болуп қалғуси. икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң күнсери мустәһкәмлинишидә абдуләзиз бутәфлиқа алийлириниң қошқан төһписи вә рәһбәрлики наһайити зор. буниңдин интайин миннәтдармиз.»
йиғинда районлуқ мәсилиләр тоғрилиқму музакирә елип берилғанлиқини әскәрткән давутоғлу, болупму ливийә билән сүрийәдики өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулғанлиқини қәйт қилди.
давутоғлу мундақ дәп көрсәтти: «ливийә алҗирийәгә, сүрийә түркийәгә қошна дөләт. шуңа бу дөләтләрдики муқимсизлиқлар алди билән түркийә билән алҗирийәгә тәсир көрсәтмәктә. биз алҗирийәниң муқим һаләттә ислаһат қәдимини йәниму илгирилигән һалда изчил давамлаштурушидин интайин хурсәнмиз.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر