18.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2129259
18.04.2024

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ғәззәдә 14 миң балини өлтүргән исираилийәниң гитлерниңму алдиға өтүп кәткәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң һәр қандақ әһвал астида пәләстинниң мустәқиллиқ күришини җасарәт билән қоллайдиғанлиқлирини билдүргәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һамасниң пәләстин земинлирини ишғалчи исираилийәгә қарши қоғдиған қаршилиқ көрситиш һәрикити икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң пәләстинниң мустәқиллиқ күришини қоллиғанлиқини тәқдирлигән һамасниң, түркийәдин миннәтдар болғанлиқини йәткүзгәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң оттура шәрқтә зийанкәшликкә учраватқан хәлқниң ғәззә хәлқи икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, хақан фиданниң, «биз райондики дөләтләр болуш сүпитимиз билән, үчинчи тәрәпләрниң өзиниң ички тоқунушлирини бу җуғрапийәгә йейишини халимаймиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң қатар зийаритидә һамас сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййә билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, көрүшүштә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш, уруш тохтитиш вә әсир алмаштуруш мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәси(AK Parti)  байанатчиси өмәр чәликниң гиретсийәниң «муһит қоғдаш паалийити» нами астида әгә вә ийон деңизини «деңиз бағчиси» дәп елан қилиш урунушлириға һечқандақ шәкилдә рухсәт қилмайдиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, өмәр чәликниң, «гиретсийә һәр түрлүк сүйиистемалдин йирақ туруши керәк. район вәзийәтниң техиму кәскинлишишигә вә зораванлиқларға бәрдашлиқ берәлмәйду» дегәнлики қәйт қилинди.    


خەتكۈچ: #стар , #вәтән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر