13.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2101597
13.02.2024

түркийә авази радийоси: «стар гезити», ташқи ишлар министирлиқиниң,  «исираилийәниң ғәззәдә бүгүнгичә давамлаштуруватқан бомбардиманлири вә қәтлиамлири йәтмигәндәк, җәнубтики рәфаһ шәһириниму шиддәтлик бомбардиман қилишни башлиғанлиқидин чоңқур әндишә һес қиливатимиз. бу ғәззә хәлқини йурт-маканлиридин қоғлаш пиланиниң бир парчиси» дәп байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәр авҗиниң түнүгүн (12-феврал) әнқәрәәә йетип кәлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, алпәр гәзәравҗиниң мухбирларниң соаллириға җаваб берип: «мән һечқандақ қийналмидим» дегәнлики қәйт қилинди.

билдүрүлишичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған алпәр гәзәравҗини һузурида қобул қилған.

«вәтән гезити», қатнаш министири абдулқадир урулоғлуниң түркийәниң миллий учқучисиз һава аппаратлирини өз ичигә алған барлиқ учқуларни «түрксат» сүний һәмраһлири арқилиқ контрол қилғили болидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», түркийә истатистика идарисиниң декабир (2023) айлиқ ишсизлиқ нисбитиниң %8.8 икәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #сабаһ , #вәтән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر