һаккарида п к к қораллири қолға чүшүрүлди

һаккарида елип берилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға зәрбә бериш һәрикити җәйанида партлатқуч, танкиға қарши гиранатамийут вә бикси типлиқ аптомат қолға чүшүрүлди.

1456802
һаккарида п к к қораллири қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: һаккари валийлиқ мәһкимиси байанат берип, вилайәтлик жандарма қомандилиқи хадимлириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / к җ к ниң паалийәтлирини ениқлап алдини елиш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини, бу даиридә, түнүгүн дәрәҗик наһийәсигә қарашлиқ гәлишән йезиси тағлиқ районида елип берилған зәрбә бериш һәрикитидә партлатқуч, танкиға қарши гиранатамийут вә 58 бикси типлиқ аптомат вә униң оқлирини өз ичигә алған бир қатар қоралларниң қолға чүшүрүлгәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر