сакарйа абһаз пишлиқи

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири -16

2128527
сакарйа абһаз пишлиқи
SAKARYA ABHAZ PEYNİRİ

сакарйа абһаз пишлиқи

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «сакарйа абһаз пишлиқи» ни тонуштуримиз.

сакарйа абһаз пишлиқиниң түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән вақти: 03.05.2021

****** ********* ******

түркийәниң қара деңиз саһилидики сакарйа шәһиригә нәччилигән әсирләр илгири көчүп кәлгән кавказлиқ абхаз хәлқиниң исми билән аталған «абһаз пишлиқи», сакарйа сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң илтимаси билән 2021 - йили түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлгән иди.

<абһаз пишлиқи> дәп атилидиған бу пишлақ, талалиқ вә сериқ рәңлик болуп, омумән әшмә шәкиллик болиду.  пишлақниң талалиқ қурулмиси сәвәбидин иссиқ суда созулидиған алаһидиликкә игә.

абһаз пишлиқиниң башқа пишлақлардин пәрқлинидиған әң муһим алаһидилики шуки, қайнитилған сүт 40 гирадусқа йәткәндин кейин, униңға наһайити аз миқдарда қетиқ қошулиду, бир аз совуғандин кейин тәбиий пишлақ ечитқуси елавә қилиниду. ичитиш җәрйанини тамамлиниши үчүн сүт 1 йерим саәт сақлитилиду. андин һасил болған арилашма пичақ билән кесилиду. кесилгән парчилар аста-аста қолда арилаштурғуч билән қочулуп парчилиниду. мәлум муддәт сүйи сүзүлгән арилашма 30 минутқичә қизиқ суда қайнитилиду. андин мувапиқ чоңлуқтики қелип таллинип, қелипниң үсти пакизә рәхт билән орилиду. қелипниң ичигә қизиқ пишлақ парчилири қойулиду, андин сиқип сүйи чиқирилиду. пишлақ пичақ билән алқан чоңлуқида парчиларға  бөлүниду. парчиланған пишлақ қайта йәнә бирсаәт қайнитилиду. қайнитилған пишлақ парчилири йумшашқа, созулушқа вә шәкил беришкә мувапиқ йумранлишишқа башлайду. қайнитиш башқучи тамамланғандин кейин, пишлаққа қурутулған өсүмлүкләр, болупму қара зирә вә тетитқу қошулиду. совутулған пишлақ парчилири йирик туз билән обдан тузланғандин кейин, мом қәғәзгә орап, шишиләргә чиңдимастин қачилиниду вә еғизи етилиду. абһаз пишлиқи төвән температурада икки ай сақланғандин кейин, рәңги сериққа өзгиришкә башлайду. йахши йетилип наштилиқ дастихенидин орун елишқа тәййарһалға келиду.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر