диван әдәбийатиниң ахирқи чоң шаири шәйх ғалип

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, диван әдәбийатиниң ахирқи чоң шаири дәп қариливатқан шәйх ғалип һәққидә тохтилип өтимиз.

2126773
диван әдәбийатиниң ахирқи чоң шаири шәйх ғалип

диван әдәбийатиниң ахирқи чоң шаири шәйх ғалип

түркийә авази радийоси: диван әдәбийати түрк мәдәнийитигә хас бәдиий жанирдур. аддий қилип ейтқанда, шаирларниң шеирлири топланған китаблар «диван» дәп атилиду. бу окйанға охшаш бүйүк әдәбийат жанири, сәлҗуқийлар дәвридин башлинип, заманиви йаки модерн  дәвр дәп аталған 1800-йилларниң ахириғичә давамлишиду. нурғун шаирларни барлиққа кәлтүргән бу әдәбийатниң апторлири әмәлийәттә өзлири йашиған дәврниң әлчилири болуш нуқтисидинму муһим.

шәйх ғалип мана бу диван әдәбийатиниң әң ахирқи даңлиқ шаирлириниң бири болуп, 1757-йили истанбулда дунйаға кәлгән. һәқиқий исми мәһмәд әсәд болған шәйх ғалипниң дадиси рәшит әпәнди сопизм тәрбийәси алған, бовиси мәһмәд әпәндиму мәвләви тәриқитиниң сәркилириниң бири һесаблиниду. шаир башланғуч маарипини дадисидин алған болуп, дадисиниңму шеир йазғанлиқи вә ғалипниң шаир болуп йетилишидә муһим рол ойниғанлиқи мәлум. кейинчә һамди исимлик ​​бир алимдин әрәбчә өгәнгән вә өзигә әсәд дәп тәхәллус қойувалған мәһмәд, сулайман нәшәттинму илим тәһсил қилған. у «әсәд» дегән тәхәллусни башқиларниңму ишләткәнликини көрүп, «ғалип» дегән тәхәллусини ишлитишкә башлиған. у йигирмә төт йаш вақтида «диван»ини, йигирмә алтә йашқа киргәндә, өзиниң «һөсни ашиқ» намлиқ бибаһа әсирини йазған؛ бу әсәр түрк әдәбийатидики мәснәви жанириниң әң мувәппәқийәтлик мисаллириниң бири дәп қарилиду. аилисидикиләрму мәвләви болғачқа, мәвләви муһитида чоң болған шәйх ғалип, бу тәриқәтниң шәйхлиридин савақларни елип йетишкән вә ахирида мәвләви дәрвишигә айланған. шаир 1784-йили заһид һайатиға қәдәм бесиш мәқситидә конйаға барған. лекин, дадиси заһидлиқини истанбулда тамамлишини илтимас қилип, керәклик иҗазәтләрни алғандин кейин, ғалип истанбулға қайтип кәлгән. ғалип 1784-йили 7-айниң 10-күни башлиған заһидлиқ һайатини 1787-йили 7-айниң 11-күни тамамлап, «дәдә»гә айланған. башқичә ейтқанда, у 30 йаш вақтидила «дәдә» дегән намға еришкән. тәриқәт ичидики издинишлири билән мәвләвиләрниң, шеирлири билән әдәбийат саһәсиниң диққитини тартқан ғалип, орда тәрипидинму тонулған даңлиқ бир затқа айланған. ғалип дәдәниң пат-патла ордиға тәклип қилиниши йаки падишаһниң өзи биваситә мәвләвиханиға келип, униң шеирлирини аңлиши, уни мукапатлиши ординиң уни қанчилик қәдирлигәнлики нуқтисидин муһим. ундин башқа, мәвләвиханида һәр һәптидә икки күн мәснәви дәрслирини бәргән ғалипқа, бир мәзгил өткәндин кейин султан сәлим тәрипидин мәснәви хан тәйинләш һоқуқи берилгән, барлиқ мәвләви шәйхлиридин үстүн мақамға игә болған. шаирниң 1799-йили 42 йешида вапат болуши туғқанлирини қаттиқ зилзилигә кәлтүргән. мувәппәқийәтлири вә миҗәзи билән қалдурған нами һәм өзи йашиған мәзгилдә, һәмдә кейинки дәврләрдә изчил давам қилған.

шәйх ғалипниң шеирлири услуб җәһәттә «сәбқи һинди» намлиқ әдәбий еқимниң тәсиридә йезилған. униң йәнә бир алаһидилики шуки, у өзини бурун йашиған йаки өз дәврдаш шаирлириға охшимайдиған, өзигә хас шеир услубини барлиққа кәлтүргән. униң җәмий төт парчә әсири бар؛ булар: «диван», «һөсни ашиқ», «шәрһи җәрирәи мәснәви» вә «әссөһбәтуссәфиййә»дур. буларниң ичидики әң муһим әсәр «һөсни ашиқ» болуп, бу әсәр һөсн (гүзәллик) исимлик бир қиз билән ашиқ исимлик бир йигитниң тоқулма сөйгүсини тәсвирләйдиған сопизмчә тема вә асасқа игә бир мәснәвидур. зийа паша бу әсәрниң әһмийитини «кәлмиштур у шаири йеганә, гойа бу китаб үчүн җеһанә (җаһанға)» дегән мисралири билән ипадилигән. бу әсәр 1784-йили йезилған болуп, 2041 бейит вә төт тардийәдин тәркиб тапқан. сопизм наһайити җәлпкар шәкилдә байан қилинған бу китаб, оқурмәнләрниң йақтурушиға еришкән.

ғалипниң шеирдики мувәппәқийити вә күчи нурғун шаирларға чоңқур тәсир көрсәткән. у һайат вақтидила, әсрар дәдә вә нәййир дәдәгә охшаш даңлиқ шәхсләр униң тәсиридә шеирларни йазған. тәсири у өлгәндин кейинму давамлашқан؛ һәтта кәчәҗизадә иззәт молла, һөсни ашиқтин илһамлинип, «гүлшәни ашиқ» намлиқ мәснәвисини йазған. вақанүвис пәртәв, айинтапли айни, зивәр паша, боснийәлик фәһим, шәрәф ханим, шәйхулислам ариф һикмәт, әндәрунлуқ расих, йеңишәһәрлик әвни, байбуртлуқ зиһниға охшаш шаирлар уни йақтурған, бәзилири униңға нәзирәләрни йазған. һазирқи заман түрк шеирийитиниң әһмәт һашим, бәһчәт нәҗатигил, асаф халәт чәләби, сәзаи каракоч вә һилми йавузға охшаш сәркилири шәйх ғалипниң шеирлиридин пайдиланған. дәрвәқә, әнәнидин пайдилиниш мәсилиси оттуриға қойулған һәр қандақ йәрдә шәйх ғалип әң төрдин орун алиду. һазирқи заман түрк әдәбийатиға мәнбәлик қилған «һөсни ашиқ»қа охшаш башқа бир мәснәви йоқ. әһмәд һәмди танпинар «һузур» намлиқ әсиридә, орһан памуқ «қара китаб» намлиқ романида шәйх ғалип вә һөсни ашиқтин нәқилләрни алған. фазили һүснү дағларҗа «шәйх ғалипқа гүлдәстә» дегән мавзуда «һөсни ашиқ» вәзнидә шеирларни йазған.

18-әсирниң әң муһим шаирлириниң бири, шундақла диван әдәбийатиниң әң ахирқи күчлүк шаири болған шәйх ғалип шеирлири йеңилиқи, вә темилириниң көп хиллиқи сәвәбидин күнтәртиптин чүшүп қалмиған, бәлки дәврдашлиридин тартип та заманимизғичә нурғунлиған шаирларға чоңқур тәсир көрсәткән вә көрситишни давамлаштурмақта.

 

мәнбәләр:

1. Muhsin KALKIŞIM. (1994). Şeyh Galib Dîvânı. Ankara.

2. https://islamansiklopedisi.org.tr/seyh-galib

3. https://www.turkedebiyati.org/seyh-galip/

4. Cafer MUM. (2012). XVIII. Yüzyıl Türk Edebiyatı. Anadolu Üniversitesi. 76-126. s.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر