ортаклар зих кавипи

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири – 13

2121474
ортаклар зих кавипи

ортаклар зих кавипи

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «ортаклар зих кавипи» ни тонуштуримиз.

ортаклар зих кавипиниң түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән вақти: 23.11.2020

****** ********* ******

түркийәниң әгә деңизи районидики айдин вилайитиниң германҗик наһийәсигә қарашлиқ ортаклар йезиси өзиниң исми қойулған зих кавипи билән тонилиду. ортаклар зих кавипи германҗик наһийәлик һөкүмәтниң илтимаси билән 2020-йили түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән иди. районниң муһим төмүр йол вә ташйоллири тутишидиған доқмушларниң бири болған ортаклар йезиси кавапчилиқ ишини дәсләптә олтурақ районниң оттурисидин өтидиған төмүр йол әтрапиға мәркәзләшкән һалда башлиған болуп, айландуруп сетиш билән мулазимәт қилинған бу кавапчилиқ вақитниң өтүшигә әгишип йол бойидики ресторанларниң бирдинбир тамиқиға айланған. ортаклар зих кавипиниң узунлуқи 15 сантиметир,  кәңлики йерим сантиметир  келиду. йағсиз ушшақ тоғралған кала гөши билән тәййарлиниду. учи пичақ билән кесип өткүрләштүрүлгән қомуч зихқа өткүзүлиду. андин кавапданда отун көмүри билән пиширилиду. бу кавап йағсиз кала гөши ушшақ тоғрилип, бир нәччә күн дәм йигүзүлгәндин кейин йәрлик кишиләрниң тили бойичә «бир қушқач йуталайдиған чоңлуқта» кесилиши билән мәшһур. зих кавипи кавапданға қойулуштин илгири, қомуч зихниң учиға кичик тоғралған қойниң қуйруқ йеғи өткүзүлиду. зихқа кала гөши вә қуйруқ йеғидин башқа көктат өткүзүлмәйду. ортаклар зих кавипи үчүн кичик гөш парчилири ишлитилидиған болғачқа йуқири отта наһайити тез пишиду вә меһманларға тез мулазимәт қилғили болиду. кавапданда пишурулғандин кейин пийаз, самсақ, пәмидур билән туз, қизилмуч, қарамуч вә зирә қатарлиқ қошумчә тетитқулар бирликтә сунилиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر