капирлар имандин баш тартмақта вә (рәсулуллаһқа) мухалипәтчилик қилмақта

улардин илгири (куфри түпәйлидин) нурғун үммәтләрни һалак қилдуқ, улар (азабни көргәндә) пәрйад қилди, һалбуки, (бу) қачидиған вақит әмәс.

2037631
капирлар имандин баш тартмақта вә (рәсулуллаһқа) мухалипәтчилик қилмақта

капирлар имандин баш тартмақта вә (рәсулуллаһқа) мухалипәтчилик қилмақта

 түркийә авази радийоси: сад сүриси, 1 - 18 - айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

сад. шанлиқ қуран билән қәсәмки, (бу қуран һәқиқәтән мөҗизидур)[1]. бәлки капирлар имандин баш тартмақта вә (рәсулуллаһқа) мухалипәтчилик қилмақта[2]. улардин илгири (куфри түпәйлидин) нурғун үммәтләрни һалак қилдуқ, улар (азабни көргәндә) пәрйад қилди, һалбуки, (бу) қачидиған вақит әмәс[3]. уларға өзлириниң ичидин бир агаһландурғучи (йәни пәйғәмбәр) кәлгәнликигә улар һәйран қелишти, капирлар ейтти: «бу бир йалғанчи сеһиргәрдур[4]. у нурғун илаһларни бир илаһ қилмақчиму? бу һәқиқәтән ғәлитә иш»[5]. уларниң (йәни қурәйшниң) каттилири (сорунлиридин) қозғилип чиқип ейтти: «силәр меңиңлар, мәбудлириңларға ибадәт қилишта чиң туруңлар, бу һәқиқәтән (биздин) ирадә қилинидиған бир иш (йәни муһәммәд силәрни диниңлардин тандуруп, силәргә өзиниң үстүнлүк қазинишини ирадә қилиду)[6]. буни биз башқа бир диндин (йәни насара динидикиләрдин) аңлимидуқ, бу пәқәт ойдурмидур[7]. қуран бизгә назил болмай униңға назил болдиму?» бәлки улар мениң зикрим (йәни қуран) дин шәктидур, бәлки улар техи мениң азабимни тетиғини йоқ[8]. йаки уларда ғалиб, наһайити кәрәмлик пәрвәрдигариңниң рәһмитиниң хәзинилири барму?[9]. йаки улар асманларниң, земинниң вә уларниң арисидики нәрсиләрниң падишаһлиқиға игиму? (әгәр улар игә болса, улар өзлирини асманға елип чиқидиған) шотиларға чиқсун[10]. улар (рәсулуллаһқа қарши) җамаәләрдин уйушқан мәғлуб қилинидиған қошундур[11]. улардин (йәни қурәйш мушриклиридин) илгири нуһ қәвми, ад (қәвми) вә қозуқлар игиси  пирәвн (қәвми) (пәйғәмбәрлирини) инкар қилди[12]. сәмуд қәвми, лут қәвми вә әйкиликләр (йәни шуәйб әләйһиссалам қәвми) му (пәйғәмбәрлирини инкар қилди), әнә шулар (пәйғәмбәрләргә қарши уйушқан) җамаәләр иди[13]. улар (йәни җамаәләр) дин пәйғәмбәрләрни инкар қилмиған бириму йоқ, шуниң үчүн уларға мениң азабим тегишлик болди[14]. булар (йәни мәккә мушриклири) пәқәт бир аваз (йәни биринчи қетимлиқ сур) нила күтиду, у қайтиланмайду[15]. улар (мәсхирә қилиш йоли билән): «пәрвәрдигаримиз! (сән бизгә азабтин вәдә қилған) несивимизни бизгә балдуррақ- қийамәт күнидин илгири бәргин» дейишти[16]. уларниң сөзлиригә сәвр қилғин, (динда) күчлүк бәндимиз давудни әслигин, у һәқиқәтән аллаһқа итаәт қилғучи иди[17]. биз һәқиқәтән тағларни (давудқа) бойсундуруп бәрдуқ, улар давуд билән әтигини ـ ахшими тәсбиһ ейтатти[18].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر