кутаһйа каһиши

түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири -20

2138515
кутаһйа каһиши
13  MAYIS KÜTAHYA ÇİNİSİ

кутаһйа каһиши

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, « күтаһйа каһиши» ни тонуштуримиз.

күтаһйа каһишиниң түркийәниң районларға хас мәһсулатлири тизимликигә киргүзүлгән вақти: 25.04.2005

****** ********* ******

  түркийәниң әгә деңизи райониға җайлашқан тарихий күтаһйа шәһири безәкчилик сәнитиниң интайин алаһидә үлгиси болған каһишлири билән даңлиқ. шөһрити түркийәниң чеграсидин һалқиған «күтаһйа каһиши» 2005 - йили күтаһйа тиккүчиләр, фотограф вә қол һүнәрвәнчилик содигәрлири уйушмисиниң илтимаси билән түркийәниң районларға хас тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлгән иди.

каһиш лай, кавлин, квартс вә һак теши қатарлиқ анорганик маддиларни мувапиқ нисбәттә арилаштуруп изиш, қурутуш, шәкилгә киргүзүш вә андин мувапиқ иссилиқта пишуруш билән һазирлиниду. бу ақ рәңлик мәһсулат сүзүк йаки рәңлик сир билән сирлинип, иккинчи қетим қайта пишуруш билән тәййарлиниду. андин там безәштә ишлитилидиған каһиш, тәхсә, қача вә ушшақ-чүшшәк буйумлардин ибарәт хатирә буйумлириниң шәклигә киргүзүлиду.

каһиш сәнитиниң әмгәк вә маһарәт тәләп қилидиған нурғун саһәси бар. болупму нәқишләрни мотиф билимлиригә игә устилар вә маһарәтлик қоллар тәййарлайду.  күтаһйа каһишлирида ишлитилгән нәқишләр пикир мулкийәт һоқуқи һәммигә очуқ болған түрк мәдәнийәтиниң муһим тәркибий қисми һесаблиниду. лалә, нилупәр, қизилгүл, йапрақ чечәк, сумбул вә башқа нурғун гүл нәқишлири каһиш әндизисиниң ул теши һесаблиниду. уйғурлардин күнимизгичә йетип кәлгән тәхминән миң йилға йеқин тарихқа игә каһиш ишләпчиқириш сәнити анадолуда сәлҗуқийлар дөлити вә османли империйәсидә әң йуқири пәллисигә йәткән иди. шуңа, конйа, сивас, қәйсәри, малатйа вә әрзурум қатарлиқ нурғун олтурақ район мәркәзлиридә мәвҗут болған вә һазирму мәвҗутлуқини сақлап кәлгән тарихий имарәтләрдин башқа йәнә, бурса, әдирнә, истанбулдики чоң вә тарихий җамәләрниң күтаһйа каһишлири билән безәлгәнликини көримиз.

     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر